Галатиялиқларға йезилған хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу хәтниң муәллипи әлчи Павлус болуп, у бу хәтни әйни чағдики Рим империясиға тәвә болған Галатия өлкисидики (бүгүнки Түркияда) мәсиһийләр җамаитигә язған. Павлус биринчи қетимлиқ хизмәт сәпиридә Галатия өлкисигә берип Хуш Хәвәр тарқатқан вә у йәрдики мәсиһийләр җамаитиниң асасини салған (Әлчиләр 13-14)

.
Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрниң йәһудий әмәсләр арисида кәң тарқилиши вә қарши елинишиға әгишип, мәсиһийләр җамаити ичидә һәқиқий мәсиһий болуш үчүн чоқум Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қануниға бойсунуш керәк, дегән хата тәлимләр пәйда болуп, кишиләр у һәқтә талаш-тартиш қилишқа башлиған.
Павлус шу хил хата тәлимләр тәрипидин аздурулғанларни һәқиқий ишәнчкә қайтуруп келиш мәхситидә бу хәтни язған. У алди билән өзиниң әлчилик һоқуқини яқлиған. Тәврат қануни билән ишәнчниң мунасивитини ениқ чүшәндүрүш үчүн, Павлус Муқәддәс Язмилардин нәқил кәлтүрүп, инсанларниң ишәнч арқилиқла Худаниң меһир-шәпқити билән һәққаний адәм дәп җакалинидиғанлиғини көрсәткән. У ахирида һәқиқий әркинликкә пәқәт ишәнч арқилиқла еришкили болидиғанлиғини вә мәсиһийләрниң күндилик турмушта бу әркинлик¬ни башқиларға меһир-муһәббәт көрситиш билән ипадилиши керәкли¬гини тәкитлигән.

Тезис:

1. Салам вә агаһландуруш (1-бап 1-10-айәтләр)

2. Павлусниң әлчилик һоқуқиниң асаси (1-бап 11-айәттин 2-бапқичә)

3. Тәврат қануни вә ишәнч (3-бап)

4. Худаниң пәрзәнтлири (4-бап)

5. Мәсиһийләрниң әркинлиги һәм җавапкәрчилиги (5-баптин 6-бап 10-айәткичә)

6. Агаһландуруш вә салам (6-бап 11-18-айәтләр)