Филипиликләргә йезилған хәтҚисқичә чүшәндүрүш Бу хәтниң муәллипи әлчи Павлус болуп, у бу хәтни түрмидики вақтида Филипи шәһиридики (бүгүнки Грецияда) мәсиһийләр җамаи¬тигә язған. Павлус иккинчи қетимлиқ хизмәт сәпиридә Филипи шәһиригә берип, Хуш Хәвәр тарқитиш билән бу йәрдә мәсиһийләр җамаитиниң асасини салған (Әлчиләр 16:12-40) . Тезис: 1. Дуаю-салам (1-бап 1-11-айәтләр) 2. Павлусниң түрмидики әһвали (1-бап 12-26-айәтләр) 3. Әйса Мәсиһкә бағланған һаят (1-бап 27-айәттин 2-бап 18-айәткичә) 4. Тимотий вә Епафродит тоғрисидики план (2-бап 19-30-айәтләр) 5. Несиһәт вә агаһландуруш (3-бап 1-айәттин 4-бап 9-айәткичә) 6. Тәшәккүр вә ахирқи салам (4-бап 10-23-айәтләр) |
||