Филипиликләргә йезилған хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу хәтниң муәллипи әлчи Павлус болуп, у бу хәтни түрмидики вақтида Филипи шәһиридики (бүгүнки Грецияда) мәсиһийләр җамаи¬тигә язған. Павлус иккинчи қетимлиқ хизмәт сәпиридә Филипи шәһиригә берип, Хуш Хәвәр тарқитиш билән бу йәрдә мәсиһийләр җамаитиниң асасини салған (Әлчиләр 16:12-40)

.
Филипиликләр Павлусниң шу чағдики әһвалини аңлиғандин кейин, униңға соға-саламлар әвәткән. Павлус буниңға рәхмәт ейтиш йүзиси¬дин ушбу хәтни язған. У хетидә өзиниң әһвалидин уларни хәвәрдар қилиш билән уларни зиянкәшликкә учриған мәзгиллиридиму ишәнчидә чиң турушқа, һәр қандақ шараитта хошал-хорам яшашқа чақирған. У йәнә мәсиһийләрни иттипақ вә кәмтар болушқа, сахта әлчиләрдин һәзәр әйләшкә чақирған. Бу хәттә Павлусниң филипиликләргә болған чоңқур меһир-муһәббити әкис әттүрүлгән.
Түрмидә туруп язған бу хетидә Павлус хошал-хорам болушни көп қетим тилға алғанлиғидин, бу хәт «Хошал-хорамлиқ хети» дәп тонул¬ған.

Тезис:

1. Дуаю-салам (1-бап 1-11-айәтләр)

2. Павлусниң түрмидики әһвали (1-бап 12-26-айәтләр)

3. Әйса Мәсиһкә бағланған һаят (1-бап 27-айәттин 2-бап 18-айәткичә)

4. Тимотий вә Епафродит тоғрисидики план (2-бап 19-30-айәтләр)

5. Несиһәт вә агаһландуруш (3-бап 1-айәттин 4-бап 9-айәткичә)

6. Тәшәккүр вә ахирқи салам (4-бап 10-23-айәтләр)