Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу Луқа баян қилған Хуш Хәвәрниң давами болуп, униңда әлчиләрниң Муқәддәс Роһниң күч-қудрити вә йетәкчилигидә Хуш Хәвәр тарқатқан¬лиғи вә мәсиһийләр җамаитиниң қурулғанлиғи асаслиқ қилип хатири¬ләнгән.
Бу китапта Әйса Мәсиһ асманға көтирилгәндин кейин әлчиләрниң Хуш Хәвәр тарқитиш йолидики хизмәтлири, Хуш Хәвәрниң Йәһудийә вә Самарийә өлкилиридә вә йәнә бир қәдәм илгирилигән һалда таки Римғичә болған Оттура деңиз райониға тарқилиши баян қилинған. Бу китаптин шуни көрүвалалаймизки, Хуш Хәвәр күндин-күнгә кәң тарқалған, шундақла Әйса Мәсиһкә болған ишәнч дәсләптә йәһудийлар арисида барлиққа кәлгән болуп, кейин көплигән йәһудийларниң инкар қилиши һәм нурғунлиған йәһудий әмәсләрниң қобул қилиши билән бара-бара дуниявий ишәнчкә айланған.

Тезис:

1. Дәсләпки мәсиһийләр җамаити (1-5-баплар)

2. Җамаәтниң кәңийиши вә зиянкәшликләргә учриши (6-8-баплар)

3. Павлусниң мәсиһий болуши вә Хуш Хәвәр тарқитиши (9-бап 1-31-айәтләр)

4. Петрусниң Хуш Хәвәр тарқитиш йолидики ишлири (9-бап 32-айәттин 12-бап 25-айәткичә)

5. Павлусниң биринчи қетимлиқ хизмәт сәпири (13-14-баплар)

6. Әлчиләр билән йетәкчиләрниң Йерусалимдики жиғини (15-бап 1-35-айәтләр)

7. Павлусниң иккинчи қетимлиқ хизмәт сәпири (15-бап 36-айәттин 18-бап 22-айәткичә)

8. Павлусниң үчинчи қетимлиқ хизмәт сәпири (18-бап 23-айәттин 21-бап 14-айәткичә)

9. Павлусниң Йерусалимға бериши вә қолға елиниши (21-бап 15-айәттин 26-бапқичә)

10. Павлусниң Римға сәпири (27-28-баплар)