ӘстирҚисқичә чүшәндүрүш Муқәддәс Китапниң «Әстирдин» ибарәт ушбу қисмида Персийә империясиниң ханишлиқ мәртивисигә еришкән йәһудий қизи Әстирниң өз хәлқини қанлиқ қирғиндин қутқузғанлиғи йезилған. «Әстир» китавидики вақиәләр Персийә империясидә Аһашвируш һөкүмранлиқ қилған жиллири, йәни миладидин бурунқи 485-464-жиллири йүз бәргән. Муса пәйғәмбәрниң өз хәлқини Мисирдин елип чиққиниға тәхминән миң жил болған чағлар еди. Муса пәйғәмбәр дәвридә Пәрвәрдигар Худа исраилларни Өз хәлқи қилип бәлгүләп, улар билән келишим түзгән еди. Шу келишимгә асасән улар Худаниң әмирлиригә бойсунмиса, Худаниң җазасиға учратти. Лекин исраиллар Худаға бойсунмастин, давамлиқ сахта илаһларға ибадәт қилди. Пәрвәрдигар Худа исраилларни агаһландуруш үчүн нурғун пәйғәмбәрләрни әвәткән болсиму, улар йәнила сахта илаһлардин өзлирини тарталмиди. Худа ахири исраилларни җазалап, Бабилниң падишасини уларниң зиминини бесивелип, пайтәхти Йерусалимни вәйран қилишқа вә аһалисини сүргүн қилишқа әвәтти. Бу вақиә миладидин бурунқи 586-жили йүз бәрди. Һалбуки, Худа Өз хәлқи болған исраилларға пәйғәмбәр Йәрәмия арқилиқ улар сүргүн қилинип йәтмиш жилдин кейин, уларни йәнә өз зиминиға қайтуруп келидиғанлиғини ейтқан еди. Исраиллар сүргүн қилинип узун өтмәй Бабил Персийә империяси тәрипидин бесивелинди. Тезис: 1. Әстирниң ханиш болуши (1-2-баплар) 2. Һаман планлиған сүйиқәст (3-5-баплар) 3. Һаманниң җазалиниши (6-7-баплар) 4. Йәһудийларниң дүшмәнлирини мәғлуп қилиши (8-10-баплар) |
||