ЮнусҚисқичә чүшәндүрүш Юнус миладидин бурунқи сәккизинчи әсирдә яшиған Худаниң бир пәйғәмбиридур. У чағларда Исраил икки падишалиққа бөлүнүп, шималдикиси йәнила Исраил, җәнуптикиси болса Йәһудийә дәп аталди. Худа дайим Исраил вә Йәһудийәниң падишалири вә хәлиқлиригә Өз пәйғәмбәрлирини әвәтип, уларни Худаниң йолида меңишқа йетәклигән, шундақла гуна өткүзмәслик вә сахта илаһларға ибадәт қилмаслиқ һәққидә агаһландуруп турған. Худа һәммә хәлиқләрни сөйиду, шуңа У бәзидә башқа әлләргиму Өз пәйғәмбәрлирини әвәткән. Муқәддәс Китапниң «Юнус» дегән қисмида Юнус пәйғәмбәрниң Худа тәрипидин ят бир әлгә әвәтилгәнлиги һәққидә баян қилинған. Худа униңға Худа хәлқиниң дүшмини дәп қаралған Нинәви дегән шәһәргә беришни буйруған. «Юнус» китавида тәсвирләнгән асасий мәзмун Худаниң Юнус пәйғәмбәргә тапшурған сөзлири әмәс, бәлки Худа Юнус пәйғәмбәрни Нинәви шәһиригә әвәткәндин башлап, Юнус пәйғәмбәрниң бешидин өткүзгән кәчүрмишлиридур. Гәрчә пәйғәмбәрләр алий хисләтлик кишиләрдин болсиму, улар йәнила аҗиз инсанлардур. Мәсилән, Юнус пәйғәмбәр Нинәви шәһиригә беришни халимиған һәм Худаниң у шәһәрдикиләрни җазалишини арзу қилған. Шуңа у Худаға бойсунмиған һалда, Нинәви шәһиригә бармай, әксичә қариму-қарши тәрәпкә йолға чиққан. «Юнус» китавида Худаниң Өзигә бойсунмиған пәйғәмбәргә қандақ муамилә қилғанлиғи тәсвирлиниду. Гәрчә нинәвиликләр Худаниң хәлқи болмисиму, Худа йәнила уларни сөйгән. Худа Юнус пәйғәмбәрниң қәлбини худди Өзи нинәвиликләрни сөйгәндәк сөйидиған қилип өзгәртишни халиған. Тезис: 1. Юнус пәйғәмбәрниң Худа тәрипидин чақирилиши вә Худаниң әмригә бойсунмаслиғи (1-бап) 2. Юнус пәйғәмбәрниң дуа қилиши вә қутқузулуши (2-бап)/p> 3. Юнус пәйғәмбәрниң нинәвиликләрни агаһландуруш билән Худаға бойсунуши (3-бап) 4. Юнус пәйғәмбәрниң Худаниң нинәвиликләргә көрсәткән меһир-шәпқитигә аччиқлиниши (4-бап) |
||