Юһанна язған үчинчи хәт


1Қәдирлик Гаюсқа мәнки мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчисидин салам! Мән чин көңлүмдин сени сөйимән.

2Қәдирлик достум, қәлбиң сағлам болғандәк, һәммә ишлириңниң оңуш­луқ вә тениңниң саламәт болушиға тиләкдашмән. 3Бәзи қерин­дашлар келип, сениң Худаниң һәқиқитидә чиң турғанлиғиңни, йәни һәқиқәт йолида давамлиқ меңиватқанлиғиңни ейтқанда, мән бәк хурсән болдум. 4Мән үчүн пәрзәнтлиримниң һәқиқәт йолида меңиват­қанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур.

Худаниң хизмитидә болидиғанларға ярдәм бериш

5Қәдирлик достум, Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида кәлгән қериндашларниң бәзилири һәтта саңа натонуш болсиму, сән уларға ярдәм берип кәлдиң. Бу сениң Худаға болған садақәтмәнлигиңни көрситиду. 6Улар бу йәрдики мәсиһийләр җамаити алдида сениң бу меһир-муһәббитиңгә гувалиқ бәрди. Уларни буниңдин кейинму давамлиқ күтүвелип, Худани хурсән қилған һалда уларниң сәпиригә ярдәм бәрсәң, яхши қилған болисән. 7Чүнки улар бу сәпәрдә ишәнми­гән­ләрниң һәр қандақ ярдимини қобул қилмай Әйса Мәсиһниң хизми­тидә йолға чиқти. 8Шуңа биз бундақ садақәтмән кишиләр билән бирликтә һәқиқәт йолида хизмәт қилиш үчүн уларни қоллап-қувәтли­шимиз керәк.

9Бу тоғрилиқ җамаәткә бир парчә хәт язғандим, лекин уларниң ари­сида өзини чоң тутувалған, җамаәткә башлиқ болуш тамасида болған Диотирип бизниң сөзүмизгә кирмиди. 10Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини йүзигә салимән. У бизгә яман сөзләр билән һуҗум қиливатиду. У буниң биләнла чәклинип қалмай, Әйса Мәсиһниң хизмитини қилиш үчүн кәлгән қериндашлиримизниму қобул қилмайватиду. Һәтта бу қериндашлиримизни қобул қилмақчи болған кишиләрни тосап, уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду.

11Қәдирлик достум, яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә ал. Яхши­лиқ қилған киши Худаға мәнсүптур, яманлиқ қилған киши Худани тонуп йәтмигәндур.

12Демитргә кәлсәк, һәммиси уни яхши адәм дәп махтимақта. Буни униң һәқиқәт йолида қандақ маңғанлиғидинму билгили болиду. Биз­му униңға гувалиқ беримиз һәм гувалиғимизниң растлиғини сәнму билисән.

Ахирқи сөз

13Саңа дәйдиған йәнә көп сөзлирим бар еди, лекин қәләм билән сияни ишләткәндин көрә, 14сән билән пат арида дидар көрүшүшни әвзәл көрдүм. Шу чағда сөзлишәрмиз. 15Аманлиқ саңа яр болсун! Дост­ли­риңдин саңа салам. Сәнму у йәрдики достлиримизниң һәммисигә мәндин салам ейтқайсән.