Петрус язған иккинчи хәт 1 1Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә әлчиси болған мәнки Симун Петрустин силәргә салам! Силәр бизниң Худайимиз вә Қутқазғучимиз болған Әйса Мәсиһниң адиллиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир ишәнчкә муйәссәр болдуңлар. 2Силәр Худани вә Рәббимиз Әйсани тонуғансири Худаниң силәргә көрситидиған меһир-шәпқити вә аманлиғи техиму ашқай! Әйса Мәсиһни тонушни чоңқурлаштуруш 3Биз Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуғанлиғимиздин, У Өзиниң күч-қудрити, йәни Худаниң күч-қудрити арқилиқ бизгә Худаниң ирадиси бойичә һаят кәчүрүшимиз үчүн еһтияҗлиқ болған һәммә нәрсини ата қилди. У бизни Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити билән чақирди. 4У Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити арқилиқ бизгә наһайити улуқ вә қиммәтлик вәдиләрни бәрди. Булар арқилиқ биз бу дуниядики инсанларниң болмиғур һәвәслиридин келип чиққан әхлақсизлиқтин қутулуп, Худаниң тәбиитигә охшаш тәбиәткә егә болалаймиз. 5Шуңа силәр пүтүн күчүңлар билән ишәнчиңларға есил пәзиләтни, есил пәзилитиңларға Худа тоғрисидики билимни, 6билимиңларға өзәңларни башқурушни, өзәңларни башқурушуңларға сәвирчанлиқни, сәвирчанлиғиңларға Худаға болған садақәтмәнликни, 7садақәтмәнлигиңларға қериндашларни сөйүшни, қериндашларни сөйүшүңларға башқиларға меһир-муһәббәт көрситишни қошушқа тиришиңлар. 8Чүнки силәр бу хусусийәтләргә егә болсаңлар, шундақла бу хусусийәтләрни һаятиңларда техиму йетилдүрсәңлар, силәрниң Рәббимиз Әйса Мәсиһкә болған тонушуңлар әһмийәтсиз болмайду, әксичә һаятиңларда яхши нәтиҗиләр барлиққа келиду. 9Бу хусусийәтләргә егә болмиған киши пәқәт бурниниң учинила көрәләйдиған яки кор кишигә охшайду. Ундақ киши бурунқи гуналиридин пак қилинғанлиғини унтуған болиду. 10Әй қериндашлар, Худа силәрни Өзиниң муқәддәс хәлқи болушқа таллиди вә чақирди, шуниң үчүн силәр өз һаятиңларда буни испатлашқа тиришиңлар. Мана шундақ қилсаңлар, һеч қачан ишәнч йолидин чәтнәп кәтмәйсиләр. 11Рәббимиз болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң мәңгүлүк Падишалиғидиму қизғин қарши елинисиләр. 12Шуңа гәрчә силәр бу ишларни билгән һәм өзәңларға йәткүзүлгән һәқиқәттә чиң туруватқан болсаңларму, мән йәнила һәр дайим бу ишларни есиңларға салмақчимән. 13Һаят вақтимда буларни ядиңларға селип, силәрни ойғитип турушни лайиқ көрдүм. 14Рәббимиз Әйса Мәсиһниң бурун маңа аян қилғинидәк, һаятимниң пат арида ахирлишидиғанлиғини билип туруватимән. 15Силәрниң бу ишларни мән бу дуниядин кәткәндин кейинму һәр дайим есиңлардин чиқармаслиғиңлар үчүн күчүмниң баричә тиришиватимән. Муқәддәс Язмилардики сөзләргә әмәл қилиш 16Биз әлчиләр силәргә уқтурған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә қайта келидиғанлиғи тоғрисидики һәқиқәтни һәргизму өзимиз ойдуруп чиқмидуқ. Биз Әйса Мәсиһниң шан-шөһритини өз көзүмиз билән көргәнмиз. 17Әйса Мәсиһ муқәддәс тағда Худа Атимиздин шан-шәрәп вә улуқлуққа еришкәндә, улуқ Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән», дегән авази аңланди. 18Шу чағда биз муқәддәс тағда Әйса Мәсиһ билән биллә болғачқа, асмандин кәлгән бу авазни өз қулиғимиз билән аңлидуқ.* 19Шуниң билән биз бурунқи пәйғәмбәрләрниң Әйса Мәсиһ һәққидә ейтқан сөзлириниң ишәнчлик екәнлигини һәқиқий чүшәндуқ. У сөзләргә қулақ салсаңлар, яхши қилған болисиләр. Чүнки таң сүзүлгичә, йәни таң юлтузи Әйса Мәсиһ келип, қәлбиңларни толуқ йорутқичә, бу сөзләр худди қараңғулуқта йолни йорутуп беридиған чираққа охшаш чақнап туриду. 20Шуни әң муһим дәп билиңларки, Муқәддәс Язмилардики пәйғәмбәрлик сөзләрни пәйғәмбәрләр өзлири ойлап чиққан әмәс. 21Чүнки һәр қандақ пәйғәмбәрлик сөз инсанларниң ирадисидин кәлмәйду. Әксичә улар Худаниң сөзлири болуп, Муқәддәс Роһниң тәсирләндүрүши билән йәткүзүлгән.
2 Сахта пәйғәмбәрләр вә сахта тәлим бәргүчиләр 1Бурун исраил хәлқи ичидә сахта пәйғәмбәрләр болғинидәк, силәрниң араңлардиму сахта тәлим бәргүчиләр мәйданға чиқиду. Улар адәмләрни һалак қилидиған сахта тәлимләрни араңларға йошурун киргүзиду. Улар һәтта өзлириниң гуналириниң төләмини төләп, җенини қурван қилған Рәбниму рәт қилиду. Буниң билән улар тезла өз бешиға һалакәт кәлтүриду. 2Нурғун кишиләр уларниң шәрмәндилигигә әгишип кетиду. Бу сахта тәлим бәргүчиләр сәвәвидин Әйса Мәсиһ вә Униң һәқиқәт йоли һақарәткә учрайду. 3Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду. 4Худа гуна қилған периштәләрни аяп қоймиди. Бәлки уларни дозаққа ташлап, уларни сораққа тартқичә, қараңғу өңкүрләргә солап қойди. 5Худа қедимки заманларда яшиған кишиләрниму аяп қоймиди. Улар гунаға берилгән болғачқа, Худа дунияни кәлкүн билән ғәриқ қилип, уларни җазалиди. Худа пәқәт шу замандики кишиләрни һәққанийлиқ йолиға меңишқа дәвәт қилған Нуһ пәйғәмбәр вә униң аилисидики йәттә кишини сақлап қалди. 6Худа кейин йәнә Содом вә Гомора шәһиридики кишиләрни җазалап, уларниң шәһәрлирини көйдүрүп күл қиливәтти. Худа мошундақ қилиш арқилиқ гуна йолида маңғанларниң қандақ җазаларға учрайдиғанлиғи тоғрисида кейинки әвлатларға ибрәт бәрди. 7Лекин Худа бу икки шәһәрдики кишиләрни җазалаш билән бир вақитта, уларниң шәһванийлиқлиридин жиркәнгән һәм тоғра йолда маңған Лутни қутқузған еди. 8Әшундақ кишиләрниң ичидә яшиған бу дурус адәмниң қәлби аңлиған вә көргән яман ишлар түпәйлидин һәр күни азаплинатти. 9Шуниңдин көрүвалалаймизки, Худа тоғра йолда маңғанларни улар дуч кәлгән синақлардин қандақ қутқузидиғанлиғини билиду. Шуниңдәк Худа гуна йолида маңғанларни җазалаш үчүн уларни сорақ күнигичә қандақ сақлашни билиду, 10болупму бузуқ һәвәслиригә берилгән вә Худаниң һоқуқиға сәл қариған һелиқи сахта тәлим бәргүчиләрни қандақ җазалашни билиду. Улар өзини чоң тутуп, мәғрурларчә иш қилиду һәм асмандики улуқларға һақарәт қилиштин қорқмайду. 11Һәтта күч-қудрәттә бу сахта тәлим бәргүчиләрдин һәссиләп үстүн болған периштәләрму Худаниң алдида асмандики бу улуқларға төһмәт чаплап уларни әйиплимәйду. 12Лекин бу сахта тәлим бәргүчиләр өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә халиғанчә күпүрлүк қилиду. Бу кишиләр худди олинип боғузлиниш үчүн туғулған явайи һайванатлардәк әқилсиз келиду һәм бу явайи һайванатларға охшаш һалак қилиниду. 13Бу кишиләр башқиларға қилған наһәқчилигигә чүшлүк җазаға учрайду. Улар һәтта күндүзи очуқ-ашкарә һалда әйш-ишрәт қилишниму ләззәт, дәп һесаплайду. Бу кишиләр силәр билән бир дәстиханда олтарғинида силәрни алдиғанлиғидин зоқлиниду һәм силәргә номус вә дағ кәлтүриду. 14Уларниң қәлби бузуқ җинсий һәвәслири билән толған болуп, тохтимастин гуна қилип туриду вә ишәнчтә аҗиз кишиләрни аздуриду. Уларниң қәлби ачкөзлүккә көнүп кәткән болуп, улар Худаниң ләнитигә кәткәнләрдур. 15Улар Беорниң оғли Билъамниң йолиға меңип, тоғра йолдин чәтнәп кәтти. Билъам пулпәрәс болғачқа, яманлиқ қилди. 16Униң қилған гуналири түпәйлидин Худа уни әйиплиди. Худа униң ешигини зуванға кәлтүрүп, бу «пәйғәмбәрниң» қилмақчи болған ахмақларчә ишини тосиди.* 17Бу сахта тәлим бәргүчиләр қуруп кәткән булақларға вә гүлдүри бар, ямғури йоқ булутларға охшайду. Худа уларға қап-қараңғулуқта җай һазирлап қойди. 18Чүнки улар ялған-явдақ сөзләр билән махтинип, өзини хата йолдин йеңила тартқанларниң шәһваний һәвәслирини қозғитиш билән уларни аздуриду. 19Улар аздурулғанларға «Силәр бизгә охшаш мошундақ қилсаңлар, һәқиқий әркин болисиләр», дәп вәдә қилиду. Лекин улар әмәлиятта бузуқлуқниң қуллиридур, чүнки адәм немә тәрипидин бойсундурулған болса, шуниң қули болиду. 20Әгәр бири Рәббимиз болған Қутқазғучи Әйса Мәсиһни тонуш арқилиқ бу дунияниң напаклиқлиридин қутулуп, кейин шундақ напак ишларға йәнә қайта киришип шу напаклиқларниң қули болуп қалса, униң кейинки һали дәсләпкисидинму яман болиду. 21Чүнки һәққанийлиқ йолини билип туруп, өзигә йәткүзүлгән муқәддәс әмирдин үз өргәндин көрә, бу йолни задила билмигән яхши. 22Униң яман йолға қайтқини дәл һекмәтлик сөзләрдә ейтилғиниға охшайду: «Ишт айлинип өз қусуғини йәр» вә йәнә «Чошқа жуюнуп чиқипла патқақта еғинар». *16. Әшу падишалардин бири Беорниң оғли Билъамни тепип, әгәр у исраилларға ләнәт оқуса, униңға көп пул бәрмәкчи болиду. Лекин Худа Билъамниң ундақ қилишиға рухсәт қилмайду. Шундақтиму Билъам пулни дәп Худаға бойсунмай, уларға ләнәт оқумақчи болиду. Бирақ Худаниң тосиши билән ләнәт ейталмайду.
3 Рәббимизниң келидиған күни 1Қәдирлик қериндашлар, һазир силәргә йезиватқиним иккинчи хетимдур. Һәр икки хетимдә бу ишларни ядиңларға селип, силәрни тоғра пикир қилишқа йетәкләшкә тириштим. 2Муқәддәс пәйғәмбәрлиримиз бурун ейтқан сөзләрни вә Қутқазғучимиз, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ әлчиләр арқилиқ бәргән әмирләрни есиңларда тутушуңларни сораймән. 3Әң муһими шуни билишиңлар керәкки, ахир заманда өзиниң яман һәвәслириниң кәйнигә киридиған, силәрни мәсқирә қилидиған кишиләр чиқиду. 4Улар силәрни, «Рәббиңлар Мән қайта келимән дегәнғу! У қени? У қайтип кәлмидиғу! Бовилиримиз аләмдин өтүп таки һазирғичә һәммә ишлар охшаш болуп, дуния яритилған вақиттикидин һеч қандақ пәрқи йоқтур?» дәп мәсқирә қилишиду. 5Һалбуки, улар әң қедимки заманда Худаниң Өз әмри билән асманни яратқанлиғини вә йәрниң судин һәм су арқилиқ барлиққа кәлгәнлигини қәстән унтуйду. 6Худа су билән, йәни кәлкүн сүйи билән Нуһ пәйғәмбәр яшиған дунияни ғәриқ қилған еди. 7Худа йәнила Өз әмри билән Өзиниң йолида маңмиғанларниң сораққа тартилип һалак қилинидиған әшу күндә асман билән зиминниң отта көйдүрүлүшини бәлгүлиди. Шуңа асман билән зимин та шу күнигичә сақлиниду. 8Қәдирлик қериндашлирим, шуни унтумаңларки, Рәббимиз вақитниң чәклимисигә учримиғачқа, Униң нәзәридә бир күн миң жилдәк, миң жил бир күндәктур. 9Рәббимиз һәргизму бәзиләрниң ойлиғинидәк Өзиниң қайта келиши тоғрисидики вәдисини орунлашни кечиктүргини йоқ. Бәлки У силәргә кәңчилик қилиш сәвәвидин техи қайта кәлмиди. Худа һеч кимниң мәңгү һалак болушини халимайду, бәлки У барлиқ инсанларниң товва қилишини халайду. 10Лекин Рәббимиз Әйса чоқум қайтип келиду. Бу күнниң келиши худди оғриниң келишидәк күтүлмигән вақитта болиду. У күни пүтүн асман қаттиқ гүлдүрлигән аваз билән ғайип болиду. Асман җисимлири көйүп түгәйду. Зимин вә униңдики пүткүл нәрсиләрму көйүп гумран болиду. 11Һәммә нәрсә мана шундақ йоқилиду. Ундақта, силәр қандақ адәмләрдин болушуңлар керәк? Силәр пак яшап, Худа йолида маңидиған адәмләрдин болушуңлар керәк. 12Силәр қиямәт күнини интизарлиқ билән күтүп, у күнниң тезирәк келиши үчүн бар күчүңлар билән Худаға хизмәт қилиңлар. У күнниң келиши билән пүтүн асман көйүп түгәйду, асман җисимлириму шиддәтлик отта ерип йоқайду. 13Лекин биз Худа вәдә қилған йеңи асман-зиминни интизарлиқ билән күтүватимиз. У йәрдә пәқәт һәққанийлиқ йолида маңидиғанларла яшалайду. 14Шуниң үчүн, әй қәдирлик қериндашлирим, бу ишларни күтүватқан екәнсиләр, Худаниң алдида әйипсиз вә камчилиқсиз яшашқа һәм Худа билән инақлиқни сақлап қелишқа тиришиңлар. 15Рәббимизниң кәңчилик қилишини көп адәмләрниң қутқузулуш пурсити дәп билиңлар. Бу дәл қәдирлик қериндишимиз Павлусниң өзигә ата қилинған әқил-парасәт билән силәргә язғиниға охшаштур. 16У барлиқ хәтлиридә бу ишлар һәққидә тохталған. Униң хәтлиридә чүшиниш тәс болған бәзи җайлар бар. Худа тоғрисидики билими аз вә ишәнчтә аҗиз кишиләр Муқәддәс Язмиларниң башқа қисимлирини бурмилиғандәк, Униң хәтлиридики чүшиниш тәс болған җайларниму бурмилап чүшәндүриду. Мошундақ қилғанлар өзигә һалакәт елип келиду. 17Қәдирлик қериндашлирим, бу сахта тәлим бәргүчиләр тоғрисидики ишларни алдин-ала билгән екәнсиләр, бу яман адәмләрниң хата тәлимигә әгишип, мустәһкәм мәйданиңларни йоқитип қоюштин һошияр болуңлар. 18Әксичә ишәнчиңлар Рәббимиз болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити вә Уни тонушуңлар арқилиқ давамлиқ өсүп барсун. Барлиқ шан-шәрәп Рәббимизгә әбәдил-әбәт мәнсүп болғай! |
|||||