Яқуп язған хәт 1 1Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Яқуптин дунияниң нурғун җайлириға тарқалған Әйса Мәсиһкә ишинидиған йәһудийларға салам. Ишәнч вә синақ 2Қериндашлар, һәр хил синақларға дуч кәлгәндә, уни зор хошаллиқ дәп билиңлар. 3Чүнки силәргә мәлумки, бундақ синақлар арқилиқ ишәнчиңлар синилип, чидамлиқ болисиләр. 4Шуңа һәр қандақ синақларға бәрдашлиқ берип, чидамлиғиңларни йетилдүрүңлар. Шундақ қилсаңлар, Худаниң күткинидәк ишәнчидә пишқан, кам-котисиз адәмләрдин болисиләр. 5Әгәр араңлардики бири синақларға дуч келип, уларни қандақ һәл қилишни билмәй қалса, Худадин әқил-парасәт тилисун. Шундила униңға еришиду. Чүнки Худа әқил-парасәт тилигән һәммә адәмгә мәртлик билән уни бериду. Худа уларниң бундақ тиләклири үчүн уларни әйиплимәйду. 6Бирақ у әқил-парасәт тилигәндә, Худадин қилчиму гуманланмай, толуқ ишәнч билән тилиши керәк. Чүнки гуманланған киши худди деңиз долқуниға охшаш шамал чиқсила тәвринип кетиду. 7-8Бундақ киши өзиниң барлиқ ишлирида беқарар вә турақсиз келиду, шуңа бундақ адәм Худадин тилигән нәрсилиригә еришимән, дәп ойлимисун. Намратлиқ вә байлиқ 9-10Намрат мәсиһийләр Худаниң алдида өзлириниң наһайити қиммәтлик екәнлигидин хошал болсун. Бай мәсиһийләр Худаниң өзлирини кәмтар тутқузғанлиғидин хошал болсун. Чүнки улар шуни билсунки, уларниң бу дуниядики һаяти худди явайи от-чөпләрдики чечәкләрдәк тез ахирлишиду. 11Күн қизиғанда бу от-чөпләр қуруп, уларниң чечәклири тозуп кетидудә, гөзәллиги йоқитилиду. Бай адәмләр худди шуниңға охшаш өз һәләкчилигидә йоқилиду. Синилиш вә аздурулуш 12Синақларға сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ бәргән киши нәқәдәр бәхитлик, һә! Чүнки у синақтин өткәндин кейин, Худа Өзини сөйгәнләргә вәдә қилған мәңгүлүк һаят таҗиға муйәссәр болиду. 13Аздурулушқа дуч кәлгән адәм «Худа мени аздуруватиду», дәп ойлимисун. Чүнки Худа аздурулмайду һәм башқиларни аздурмайду. 14Кимду-ким өз һәвәслириниң кәйнигә кирсә, у азиду. 15Бундақ адәмниң һәвәслири уни гунаға башлайду. Гуна униңда өсүп йетилсә, уни мәңгүлүк өлүмгә елип бариду. 16Шуңа, қәдирлик қериндашлирим, алдинип қалмаңлар! 17Һәр қандақ есил вә кам-котисиз илтипат Худадин келиду. Асмандики пүткүл йоруқлуқларни яратқан Худа йоруқлуқтин пәйда болған көләңгиләрдәк өзгиришчан әмәс. 18Худа Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәттин ибарәт болған сөзи арқилиқ йеңи һаятқа ериштүрди. Буниң билән худди дәсләпки һосулниң мевиси Худаға аталғинидәк, биз мәсиһийләр пүткүл инсанлар ичидә тунҗа болуп Худаға аталдуқ. Аңлаш вә иҗра қилиш 19Қәдирлик қериндашлирим, шуни есиңларда тутуңларки, һәр ким аңлашта зерәк болсун, сөзләштә алдиримисун, асан ғәзәпләнмисун. 20Чүнки ғәзәпләнсәңлар, Худани хурсән қилидиған һәққаний ишларни қилалмайсиләр. 21Шуниң үчүн һәр хил ипласлиқларни вә барлиқ яман қилмишларни ташлаңлар. Қәлбиңларға селинған, силәрни қутқузалайдиған сөзни кәмтарлиқ билән өзләштүрүңлар. 22Худаниң сөзини аңлап қойсамла болиду, дәп өзәңларни алдимаңлар. Әксичә уни иҗра қилғучилардин болуңлар. 23Худаниң сөзини аңлап қоюпла, уни иҗра қилмиған киши худди әйнәккә қарап, йүзигә қара сүркәлгәнлигини көрсиму, уни сүртүвәтмигән кишигә охшайду. 24Бундақ киши әйнәктин жирақлашсила өз әптини унтуп қалиду. 25Гуна қилиштин әркин қилидиған мукәммәл қанунни давамлиқ әстайидиллиқ билән үгәнгүчи аңлиғинини унтуп қалмай, бәлки уни иҗра қилса, у һәммә ишлирида бәхитлик қилиниду. 26Өзини Худаға садақәтмән адәм дәп қариған, лекин тилини тизгинлимигән киши өзини өзи алдайду. Бундақ садақәтмәнликниң қилчә қиммити йоқтур. 27Худа Атимизниң нәзәридики пак вә әйипсиз садақәтмәнлик болса қийинчилиқта қалған житим-йесир, ери өлүп кәткән тул аялларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзимизни дунияниң булғишидин сақлаштур. 2 Айримчилиқ қилмаслиқ 1Қериндашлирим, силәр улуқ Рәббимиз Әйса Мәсиһкә ишәнгән екәнсиләр, башқиларға икки хил көз билән қаримаңлар. 2Силәрниң Худаға ибадәт қилидиған жиғилишиңларға қоллириға алтун үзүк селивалған, қиммәт баһалиқ кийимләрни кийивалған бир бай вә җул-җул кийинивалған бир кәмбәғәл кәлсә, 3силәр бай кишигә «төргә чиқсила!», кәмбәғәлгә, «у йәрдә тур!» яки «төвәндә олтар!» десәңлар, 4силәрниң бундақ охшимайдиған муамилиңлар нийитиңларниң яман екәнлигини ениқ көрситип бәрмәмду? 5Қәдирлик қериндашлирим, қулақ селиңлар, Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни ишәнч җәһәттә бай қилиш һәм уларни Өзини сөйгәнләргә беришкә вәдә қилған Падишалиғиға ериштүрүш үчүн таллиди. 6Бирақ силәр кәмбәғәлләрни харлидиңлар. Силәрни әзгән вә сотқа сөригәнләр әмәлиятта байлар әмәсму? 7Силәр мәнсүп болған Әйса Мәсиһниң алийҗанап намиға күпүрлүк қиливатқанлар йәнә шу байлар әмәсму? 8Муқәддәс Язмилардики «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй» дегән әмиргә, йәни Худаниң Падишалиғиниң бу қануниға һәқиқий әмәл қилсаңлар, яхши қилған болисиләр. 9Лекин башқиларға икки хил көз билән қарисаңлар, гуна қилған болисиләр. Чүнки силәр Худаниң әшу қануниға хилаплиқ қилдиңлар. 10Әгәр бир киши Худаниң пүтүн қануниға әмәл қилдим дәп туруп, униңдики бирәр пәрманға хилаплиқ қилип қалса, у Худаниң нәзәридә пүтүн қанунға хилаплиқ қилған адәмгә охшаш гунакар һесаплиниду. 11Худа «Нека садиқлиғини бузма» дегән һәм «Қатиллиқ қилмаму» дегән, шуңа, әгәр силәр нека садиқлиғини бузмисаңларму, лекин қатиллиқ қилған болсаңлар, йәнила пүтүн Тәврат қануниға хилаплиқ қилған билән тәң болисиләр. 12Силәр силәрни гуна қилиштин әркин қилидиған қанун бойичә сорақ қилинисиләр, шуңа сөз-һәрикитиңлар бу қанунға уйғун болсун. 13Чүнки силәр башқиларға рәһим қилмисаңлар, сорақ қилинғанда Худа силәргиму рәһим қилмайду. Башқиларға рәһим қилған болсаңлар, Худаниң җазасиға әмәс, рәһим қилишиға еришәләйсиләр. Ишәнч вә әмәлият 14Қериндашлирим! Әгәр бир киши ағзида: «Мән Әйса Мәсиһкә ишинимән», дәп туруп, уни өз әмәлиятида көрсәтмисә, униң немә пайдиси? У бундақ ишәнч билән қутқузулушқа еришәләмду? 15-16Әгәр қериндашлириңлардин бири ач-ялиңач қалса, униңға: «Худа қосиғиңни тоқ, кийимиңни пүтүн қилсун, аман бол!» дәп қоюпла, һаҗитидин чиқмисаңлар, буниң немә пайдиси? 17Шуңа пәқәт ишәнч болупла, өз ишәнчигә мас келидиған әмәлияти болмиса, бундақ ишәнчниң һеч қандақ әһмийити йоқтур. 18Лекин бәзиләр: «Мәндә ишәнч болсила болди» десә, бәзиләр: «Ишәнч билән әмәлият биргә болуши керәк», дәп өз ара талишиши мүмкин. Мән әшу «Мәндә ишәнч болсила болди» дегүчиләргә: «Әгәр сениң әмәлиятиң болмиса, өз ишәнчиңни намайән қилалмайсән. Бирақ мән әмәлиятим арқилиқ өз ишәнчимни намайән қилалаймән», дәп җавап беримән. 19Сән Худаниң бир екәнлигигә ишинимән десәңла купайә боламду? Худаниң бир екәнлигигә һәтта җинларму ишиниду һәм Униңдин қорқуп дир-дир титирәйду. 20Әй надан! Әмәлияти йоқ ишәнчниң әһмийәтсиз екәнлигини қачанму биләрсән? 21Худаниң әмригә бойсунуш үчүн әҗдадимиз Ибраһим өз оғли Исһақни қурванлиқ қилмақчи болған вә бу әмәлияти арқилиқ у Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланған әмәсму? 22Демәк, униң әмәлияти униң ишәнчигә мас кәлгән. Шундақ қилип, униң ишәнчи әмәлияти арқилиқ толуқланди. 23Буниң билән Тәвратта ейтилған: «Ибраһим Худаниң сөзлиригә ишәнди. Худа униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди», дегән сөз испатланди вә Ибраһим Худаниң дости дәп аталди. 24Биз буниңдин шуни көрүвалалаймизки, Худа ишәнчила болуп әмәлияти болмиған адәмни әмәс, бәлки ишәнчи билән әмәлий һәрикити бирдәк болған адәмни һәққаний адәм дәп җакалайду. 25Бу тоғрилиқ йәнә бир мисал бар. Паһишә аял Раһаб исраил чарлиғучилирини өз өйидә йошуруп, уларниң башқа йол билән қечип кетишигә ярдәм бәргән әмәлий һәрикити үчүн һәққаний адәм дәп җакалиған әмәсму? 26Роһи йоқ тән өлүк болғинидәк, әмәлияти йоқ ишәнчму өлүктур. 3 Тилни тизгинләш 1Қериндашлирим, мәсиһийләр җамаитидә һәммиңларла тәлим бәргүчи болувалмаңлар! Силәргә мәлумки, Худа биз тәлим бәргүчиләрни башқилардин техиму еғир сораққа тартиду. 2Һәммимиз көп хаталишимиз, һалбуки, тилда хаталашмиған киши өзини һәр җәһәттин тизгинләп, пишип йетилгән киши болиду. 3Биз атларни тизгинләш үчүн уларниң ағзиға еғиздуруқ салимиз, буниң билән уларни халиған йеримизгә маңдуралаймиз. 4Йәнә мәсилән, кемә шунчилик чоң болсиму, йәнә келип күчлүк боран униңға шунчә қаттиқ урулсиму, лекин һайдиғучи кичиккинә руль арқилиқ уни халиған йеригә һайдалайду. 5Шуниңға охшаш, гәрчә тил тенимизниң кичик бир әзаси болсиму, лекин чоң ишларға сәвәп болалайду. Кичиккинә бир от учқунниң чоң орманға от қоюветәләйдиғанлиғини ойлап беқиңлар. 6Тил дәл шу от учқуниға охшайду. У һәр хил қилмишниң мәнбәси вә әзалиримиз ичидики бузғунчи болуп, пүтүн бәдинимизни булғалайду. Бу от дозақ отидин йеқилса, һаятимизни вәйран қиливетәләйду. 7Инсанлар явайи һайванатлар, учар қанатлар, йәр беғирлиғучи һайванлар вә су мәхлуқатлирини тизгинләләйду һәм уларни аллибурун тизгинлиди. 8Амма тилни һеч ким тизгинләлмәйду. Тил тизгинлигили болмайдиған бир осал нәрсә болуп, у худди җанға зәмин болидиған зәһәргә охшаштур. 9Биз тилимиз билән Худа Атимизни мәдһийиләймиз, йәнә шу тилимиз билән Худа Өз обризиға охшаш қилип яратқан инсанларни қарғаймиз. 10Демәк, бир еғиздин һәм мәдһийә, һәм ләнәт чиқиду. Қериндашлирим, бундақ болмаслиғи керәк! 11Бир булақтин шәрбәтму, зәрдапму чиқамду? 12Қериндашлирим, әнҗир дәриғи зәйтунниң мевисини бәрмәйду, үзүм ғоли әнҗирниң мевисини бәрмәйду. Шәрбәт булиғидин зәрдапму чиқмайду. Худадин кәлгән әқил-парасәт 13Араңларда ким әқил-парасәтлик болса, у өз һаятида кәмтарлиқ билән қилған яхши ишлири арқилиқ өзиниң әқил-параситини көрсәтсун. 14Лекин қәлбиңларда көрәлмәслик вә шәхсийәтчилик болса, әқил-парасәтликмән, дәп өзәңлардин махтанмаңлар. Әгәр махтансаңлар, ялған сөзләп, һәқиқәтни йоққа чиқарған болисиләр. 15Бу дунияға вә инсан тәпәккүригә хас болған бундақ «әқил-парасәт» Худадин кәлгән әмәс, бәлки шәйтандин кәлгән. 16Көрәлмәслик вә шәхсийәтчилик болғанла йәрдә қалаймиқанчилиқ вә һәр хил яманлиқлар болиду. 17Лекин бир адәмдә Худадин кәлгән әқил-парасәт болса, у алди билән пак, андин течлиқпәрвәр, хуш пеил, кәмтар вә рәһимдил болуп, униң һаяти яхши мевиләр билән толған болиду. У йәнә айримчилиқ вә сахтипәзлик қилмайду. 18Течлиқ издигүчиләр течлиқ уруғини чачиду вә униңдин адаләт мевисини алиду. 4 Бу дунияни дост тутмаслиқ 1Араңлардики тоқунуш вә маҗраларниң мәнбәси немә? Бу дәл қәлбиңларни чирмавалған арзу-һәвәслириңлар әмәсму? 2Силәр өзәңлар арзу қилған нәрсиләргә еришәлмигәндә, адәм өлтүрүштин янмайсиләр. Һалбуки, арзу қилған нәрсилириңларға еришәлмәй, җедәл-маҗра чиқирисиләр. Силәр Худадин тилимигәнлигиңлар үчүн еришәлмәйсиләр. 3Тилисәңләрму еришәлмәйсиләр, чүнки нийитиңлар яман болуп, өз арзу-һәвәслириңларни қандуруш үчүнла тиләйсиләр. 4Әй Худаға вапасизлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлиятта Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмдиңлар? Әгәр силәр бу дунияни дост тутмақчи болсаңлар Худаниң дүшминигә айлинисиләр. 5Муқәддәс Язмиларда: «Худа қәлбимизгә салған Муқәддәс Роһ бизниң Худаға садақәтмән болушимизни наһайити арзу қилиду», дейилгән. Силәрчә бу қуруқ сөзму? 6Яман арзу-һәвәслиримиз үстидин ғалибә қилишимиз үчүн Худа бизгә көп күч-қудрәт бериду. Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға», дәп йезилғинидәктур. 7Шуниң үчүн Худаға бойсунуңлар, шәйтанға қарши туруңлар, шу чағдила шәйтан силәрдин қачиду. 8Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, гунадин қол үзүңлар. Әй һәм Худани, һәм дунияни дост тутимиз дегүчиләр, қәлбиңларни пак қилиңлар. 9Қилған гуналириңлар үчүн қайғу-һәсрәт чекиңлар, һаза тутуп жиғлаңлар, күлкәңларни матәмгә, хошаллиғиңларни қайғуға айландуруңлар. 10Худаниң алдида өзәңларни төвән тутуңлар, шу чағда Худа силәрни үстүн қилиду. Қериндашлар үстидин һөкүм қилмаслиқ 11Қериндашлар, бир-бириңларни сөкмәңлар. Қериндишиңларни сөксәңлар яки униң үстидин һөкүм қилсаңлар, Худаниң «Бир-бириңларни сөйүңлар» дегән қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болисиләр. Чүнки силәр Худаниң қануниниң тоғра яки хаталиғини қарар қилидиған сотчи әмәссиләр. Силәрниң вәзипәңлар Худаниң қануниға бойсунуштин ибарәт. 12Пәқәт Худала қанун түзгүчи вә һөкүм қилғучидур, қутқузуш вә һалак қилиш пәқәт Худаниң күч-қудритидин келиду. Шундақ екән, башқилар үстидин һөкүм қилишқа силәрниң немә һоқуқуңлар бар?! Махтанмаслиқ 13Бәзиләр: «Бүгүн яки әтә палан шәһәргә баримиз. У йәрдә бир жил туримиз, тиҗарәт қилип, көп пул тапимиз», дәйду. Бундақ дәйдиғанлар маңа қулақ селиңлар, 14әтә немә болидиғанлиғини биләмсиләр? Силәрниң һаятиңлар худди бир дәмдила пәйда болуп йоқап кетидиған туманға охшайду. 15Шуниң үчүн «Худа буйриса, өлмисәкла, уни қилимиз, буни қилимиз», дәңлар. 16Бирақ һазир силәр өзәңларниң планлириңлардин мәғрурлуқ билән махтинисиләр, бундақ қилиш тоғра әмәс. 17Есиңларда тутуңларки, қилишқа тегишлик яхши ишни билип туруп қилмиғанлар гуна қилған болиду. 5 Байларни агаһландуруш 1Һәй байлар, қулақ селиңлар! Бешиңларға келидиған палакәтләр үчүн дат-пәрият қилип жиғлаңлар. 2Байлиғиңлар чирип кетиду, кийим-кечигиңларни күйә йәп кетиду. 3Алтун-күмүчлириңларни болса һаман дат басиду. Бу дат қиямәт күнидә шәхсийәтчилигиңларға гувалиқ берип, дозақта көйүшүңларға сәвәп болиду. Чүнки силәр бу ахир заманда байлиқ топлаш биләнла болуп кетиватисиләр. 4Силәр етизлиғиңларда ишләватқанларниң иш-һәқлиригә һейлә-микир ишлитип кәлдиңлар. Улар үстүңлардин шикайәт қиливатиду. Силәргә һосул жиғип бериватқан бу кишиләрниң аһу-зари һәммигә қадир Худаниң қулиғиға йәтти. 5Силәр бу дунияда баяшәт вә әйш-ишрәт ичидә яшаватисиләр. Қойлар боғузлинидиған күнгә қәдәр бодалғанға охшаш, силәрму қиямәт күнигә қәдәр өзәңларни бодаватисиләр. 6Силәргә қарши чиққудәк күчиму болмиған гунасиз кишиләрни гунаға мәһкүм қилип, уларни өлтүрүп кәлдиңлар. Сәвир-тақәт вә дуа 7-8Шуңа, қериндашлар, Рәббимиз Әйса қайта келидиған күнгичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Деханлар мол һосул елиш үчүн баһар вә күз ямғурлирини сәвир-тақәт билән күткинигә охшаш, силәрму Әйса Мәсиһниң қайта келишини сәвир-тақәт билән күтүңлар. Ирадәңлар мустәһкәм болсун, чүнки Рәббимиз Әйсаниң қайта келишигә аз қалди. 9Қериндашлар, Худаниң җазасидин сақлиниш үчүн, бир-бириңлардин рәнҗимәңлар, сорақ Қилғучи келиш алдида туриду. 10Худа әвәткән пәйғәмбәрләрниң азап-оқубәтләргә қандақ сәвир-тақәт қилғанлиғидин үлгә елиңлар. 11Биз мана мошундақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик һесаплаймиз. Аюпниң өз бешиға кәлгән һәр хил еғир азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини, шундақла ахирида Худаниң униң һаятини қандақ яхши орунлаштурғанлиғини билисиләр. Худа һәқиқәтәнму наһайити шәпқәтлик вә рәһимдилдур. 12Қериндашлирим, әң муһими, қәсәм қилмаңлар! Асман, зимин вә башқа нәрсиләрниң нами билән қәсәм қилғучи болмаңлар. Җававиңлар түзла «Һә-ә» яки «Яқ» болсун. Шундақ қилғанда, Худаниң җазасиға тартилмайсиләр. 13Араңларда җапа тартиватқан киши бар болса, у Худаға дуа қилсун. Хошал болуватқан киши бар болса, у Худаға мәдһийә нахшилирини ейтсун. 14Ағриқ-силақлар бар болса, мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилирини чақиртип кәлсун. Улар Рәббимизниң нами билән бу ағриватқанларниң бешиға яғ сүркәп* дуа қилсун. 15Рәббимиз толуқ ишәнч билән қилинған дуа арқилиқ ағриқни сақайтиду вә уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуна қилған болса, кәчүрүм қилиниду. 16Шуңа шипалиқ тепиш үчүн өткүзгән гуналириңларни өз ара иқрар қилиңлар вә бир-бириңлар үчүн дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә үнүмгә егидур. 17Илияс пәйғәмбәрму бизгә охшаш адәм еди. У Исраилда ямғур яғмаслиқ үчүн садақәтмәнлик билән Худаға дуа қилған еди, нәтиҗидә үч йерим жил ямғур яғмиди. 18Кейин қайта ямғур йеғиш үчүн дуа қилған еди, ямғур йеғип, йәрму һосул бәрди. 19Қериндашлирим, араңларда һәқиқәттин чәтнигән киши болса, уни һәқиқәткә қайтуруп әкелишкә тиришиңлар. 20Шуни билиңларки, гунакар кишини һәқиқәткә қайтуруп әкәлгән адәм шу кишиниң мәңгүлүк өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналириниң кәчүрүм қилинишиға сәвәпчи болиду. *14. Бу йәрдики яғ сүркәшниң мәхсити, бемарға Худаниң ғәмхорлуғини әслитип, Худаниң уни сақайталайдиғанлиғиға болған ишәнчини күчәйтиштин ибарәт.
|
|||||||