Ибранийларға йезилған хәт




1

Оғул периштәләрдин үстүндур

1Қедимки заманларда Худа әҗдатлиримизға пәйғәмбәрләр арқилиқ һәр хил йоллар билән нурғун қетим сөзлигән еди. 2Мошу ахирқи вақитларда болса бизгә Өз Оғли арқилиқ сөзлиди. Худа каинатни Оғли арқилиқ яратти вә Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бәкитти. 3У Атиси Худаниң улуқлуғидин парлиған нур, Атисиниң тәбиитиниң һәқиқий обризидур. У Өз сөзиниң қудрити билән пүткүл каинатниң моҗутлуғини давамлаштурмақта. У Өзини қурван қилиш төләмигә инсанларниң гуналиридин паклиниш йолини ечип бәргәндин кейин, асмандики Худаниң оң йенида олтарди. 4Демәк, Оғулға берилгән мәртивә периштәләрниң­ки­дин көп үстүн болғинидәк, Оғулниң Өзиму улардин көп үстүндур.

5Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Сән Мениң Оғлум­сән, бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим». Бу сөзни Худа һәр қандақ бир периштәсигә дегән әмәс, шундақла Худа йәнә һеч қандақ бир периштә тоғрилиқ: «Мән Униңға Ата болимән, уму Маңа Оғул болиду», дегәнму әмәс. 6Һалбуки, Худа Өзиниң әң алий һоқуқ­луқ бирдин-бир Оғлини йәр йүзигә әвәткәндә, «Пүткүл периштәләр Униңға сәҗдә қилсун», дегән.

7Худа периштәләр һәққидә: «Худа хизмәткарлири болған Өз периш­тәлирини шамал һәм от ялқуни қилар», дегән болса, 8Оғлиға:

«Сән Худасән, тәхтиң мәңгүлүктур.

Сән адиллиқ билән һоқуқ жүргүзисән.

9Һәққанийәтни сөйдүң, наһәқлиқтин нәпрәтләндиң.

Шуниң үчүн Худа — Сениң Егәңниң Саңа ата қилған шан-шөһрәт вә пәхрий шатлиғи һәмралириңға ата қилғинидин көп артуқтур», дегән.

10Худа Оғлиға йәнә мундақ дегән:

«Әй Рәб, Сән һәммидин бурун зиминниң асасини салдиң,*

Асманму Сениң қоллириңниң иҗадийитидур.

11Улар йоқилиду, лекин Сән мәңгү йоқалмайсән.

Асман-зимин кийим-кечәктәк конирайду.

12Уларни худди кона чапанни жиғиштурғандәк пүрләп жиғиштурисән.

Кийим-кечәк йеңиланғандәк,

Асман-зиминму йеңилиниду.

Лекин Сән әсла өзгәрмәйсән.

Һаятлиғиң ахирлашмайду».

13Худа Өз Оғлиға дегән мону сөзни периштәләрниң бирәрсигә дәп баққан әмәс:

«Мән Сениң дүшмәнлириңни

Айиғиң астида дәссәткичә,

Мениң оң йенимда олтарғин!»

14Шундақ екән, пүткүл периштәләр пәқәт Худаниң хизмәткар­лиридур. Улар қутқузулидиғанларға хизмәт қилиш үчүн Худа тәрипи­дин әвәтилгән роһлардур.



*10. Бу айәттә Худа һәзрити Әйсани Рәб дәп, Униң Өзи билән бир вә охшаш екәнлигини тәкитлигән. Колосилиқлар 1:15-17гә қараңлар.



 

2

Қутқузулушқа сәл қаримаслиқ

1Шуңа һәқиқәттин жирақлишип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәттә техиму чиң турушимиз керәк. 2Периштәләр арқилиқ Муса пәйғәмбәргә йәткүзүлгән Тәврат қануниниң һәқ екәнлиги испатланған һәм шу қанунға хилаплиқ қилғанлар яки бойсунушқа сәл қариғанларниң һәммиси тегишлик җазасини тартқан. 3Шундақ екән, шунчә улуқ қутқузулушқа көз жумсақ, қандақму шу җазадин қечип қутулалаймиз?! Қутқузулуш хәвирини дәсләптә Рәббимиз уқтурған, Уни беваситә аңлиғанлар бу қутқузулушниң һәқлиғи тоғрисида бизгә гувалиқ бәргән. 4Худа көрсәткән һәр хил мөҗүзә, карамәт вә қудрәт­лик ишлар, шундақла Өз ирадиси бойичә мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң һәдийәлирини ата қилиш арқилиқ буниңға гувалиқ бәрди.

Инсанларни қутқузулуш йолиға башлиғучи

5Мән дәватқан кәлгүси дунияни Худа периштәләрниң башқуру­шиға өткүзүп бәргини йоқ. 6Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларниң бир йеридә мундақ гувалиқ берилгән:

«Әй Худа, адәм немә еди, Сән униңға шунчә ғәмхорлуқ қилғидәк?

Адәм балиси немә еди, Сән униңға шунчә көңүл бөлгидәк?

7Гәрчә уни периштәләрдин бир аз* төвән қилған болсаңму,

Шан-шәрәп вә һөрмәт таҗини униңға кийдүрүп,

8Барлиқ мәвҗудатларни униңға тиз пүктүрдүң».

«Барлиқ мәвҗудатларни униңға тиз пүктүрдүң» дегини, һеч қандақ нәрсә униң башқурушиниң сиртида әмәс дегәнликтур. Бирақ барлиқ мәвҗудатларниң униңға тиз пүктүрүлгинини техи көрмидуқ. 9Лекин һазир биз Өзини қурван қилиш сәвәвидин шан-шәрәп вә һөрмәт таҗи кийдүрүлгән Әйса Мәсиһни көрдуқ. У Худаниң меһир-шәпқити билән пүткүл инсанларни дәп, бир мәзгил периштәләрдин төвән қилинип, өлүмниң тәмини тетиди.

10Пүткүл мәвҗудатни Өзи үчүн вә Өзи арқилиқ яратқан Худа нурғун пәрзәнтләрни Өзиниң шан-шәривидин һөзүрләндүрүш үчүн, уларни қутқузулушқа елип барғучи Әйса Мәсиһни азап-оқубәт арқилиқ камаләткә йәткүзүшни мувапиқ көрди. 11Инсанларни пак қилғучи Әйса Мәсиһ билән пак қилинған инсанлар һәммиси бир Атидиндур. Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмай, 12худди Муқәддәс Язмиларда йезилғандәк, Худаға:

«Намиңни қериндашлиримға җакалаймән,

Җамаәт ичидә Сени қошаққа қетип мәдһийиләймән», дегән.

13У йәнә:

«Мән Саңа ишинимән» вә

«Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә», дегән.

14Пәрзәнтләрниң тени гөш билән қанниң гәвдиси болғачқа, Әйса Мәсиһму шу пәрзәнтләрниңкигә охшаш гәвдидә болди. Бундақ қилиштики мәхсәт, У Өз өлүми арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан шәйтан­ниң күчини* бекар қилип, 15өмүр бойи өлүм қорқунучиниң қули болғанларниң һәммисини азатлиққа ериштүрүш үчүн еди. 16Наһайити рошәнки, Әйса Мәсиһ периштәләргә әмәс, Ибраһимниң әвлатлириға ярдәм беришкә кәлди. 17Шуңа У һәр җәһәттин қерин­даш­лириға охшаш болуши керәк еди. Шундақ болғанда, У Худаниң хизмитидә рәһимдил вә садиқ Баш Роһаний болуп, инсанларниң гуналирини Худаниң кәчүрүшигә ериштүридиған қурванлиқни берәләтти. 18У синақларни Өз бешидин кәчүрүп, азап чәккәчкә, синақ­ларға дуч кәлгәнләргә ярдәм берәләйду.



*7. Яки «бир мәзгил».

*14. Гәрчә шәйтан инсанларни беваситә һалак қилалмисиму, бирақ инсанларни гуна қилишқа аздуруш арқилиқ һалак қилалайду. Чүнки аздурушниң ақивити гуна, гунаниң ақивити болса мәңгүлүк өлүмдур.



 

3

Әйса Мәсиһ Муса пәйғәмбәрдин үстүн

1Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға атал­ған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар. 2Худди Муса пәйғәмбәр Худаниң аилисидә* хизмәт қилғанда, Худаға садиқ болғандәк, Әйса Мәсиһму Өзини тайинлап хизмәткә қойған Худаға садиқ болди. 3Лекин өй салғучи өзи салған өйдинму артуқ махти­нишқа сазавәр болғинидәк, Әйса Мәсиһму Муса пәйғәмбәрдин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур. 4Әлвәттә, һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур, пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур. 5Муса пәйғәмбәр бир хизмәткар болуш салаһийити билән Худаниң аили­сидә садиқлиқ билән хизмәт қилған. Униң хизмити болса Худаниң кейинки вақитларда ашкарилимақчи болған һәқиқәтлиригә зимин һазирлаштин ибарәт еди. 6Лекин Әйса Мәсиһ болса, Оғул болуш салаһийити билән Худаниң әшу аилисини садиқлиқ билән башқурди. Әгәр биз җасаритимизни вә пәхирлинидиған үмүтүмизни ахирғичә давамлаштурсақ, Худаниң аилисигә тәвә болған болимиз.

Ишәнмәслик һәққидә агаһландуруш

7-8Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк,

«Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда,

Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған

Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар.

9Гәрчә әҗдатлириңлар қилғанлиримни уда қириқ жилғичә көргән болсиму,

Йәнила Мениң сәвир-тақитимни синиған еди.

10Шуниң үчүн у заманниң кишилиригә ғәзәпләндим

Вә дедимки: ‹ Уларниң қәлби Мәндин жирақ.

Мениң йолумни чүшәнмәйду.

11Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк,

Улар арамлиғимдин һәргизму һөзүрлинәлмәйду › ».

12Әй қериндашлар, һәр қайсиңлар қәлбиңларниң яман нийәт вә ишәнмәсликкә толуп, мәңгү һаят Худадин йүз өрмәслигигә диққәт қилиңлар. 13Һеч қайсиңларниң қәлбиниң гунаниң аздуруши билән җаһиллашмаслиғи үчүн, «бүгүнла» болидикән, бир-бириңларни илһамландуруңлар. 14Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.

15Жуқурида ейтилғинидәк,

«Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда,

Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған күнләрдикидәк

Җаһиллиқ қилмаңлар».

16Худаниң авазини аңлап туруп, Униңға хаинлиқ қилғанлар кимләр еди? Муса пәйғәмбәр ғалибилик һалда Мисирдин елип чиққан әшу исраилларниң һәммиси әмәсму? 17Худа қириқ жил кимләргә ғәзәп­лән­ди? Йәнила шу гуна өткүзүп, җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму? 18Худа кимләрни Өз арамлиғидин һөзүрләндүрмәсликкә қәсәм қилди? Худаға бойсунмиғанларни әмәсму? 19Булардин көрүвала­лай­мизки, улар ишәнмигәнлиги үчүн, Худаниң арамлиғидин һөзүрли­нәлмиди.



*2. Худаниң аилиси — сөзму-сөз тәрҗимиси «Худаниң өйи» болуп, Муса пәйғәмбәр заманида бу сөз арқилиқ исраил хәлқи көздә тутулған еди. Һәзрити Әйса кәлгән­дин кейин болса пүтүн мәсиһийләр җамаити көздә тутулиду.



 

4

Худаниң арамлиғи һәққидики вәдә

1Бирақ Худаниң арамлиғидин һөзүрлиниш тоғрисидики вәдиси биз үчүн инавәтликтур. Шуңа аримиздики бирәрсиниңму бу мүмкинчиликтин мәһрум қелишидин еһтият қилайли. 2Худаниң арамлиғи һәққидики бу Хуш Хәвәр худди чөлдики исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири ишәнчи билән жуғурулмиғанлиқтин, уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди. 3Биз мәсиһийләр бу арамлиқтин һөзүрлинәләймиз. Лекин ишәнмигәнләргә кәлсәк, дәл Худаниң ейтқинидәк:

«Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк,

Улар арамлиғимдин һәргиз һөзүрлинәлмәйду».

Худа дунияни яратқандила, һәммә ишни тамамлиған еди. 4Чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә Муқәддәс Язмиларниң бир айитидә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа яритиш ишини тамамлап арам алди». Демәк, Худаниң арамлиғи аллибурун моҗут еди. 5Бирақ жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар арамлиғим­дин һәргиз һөзүрлинәлмәйду», дегән.

6Буниңдин билимизки, Худаниң арамлиғи тоғрисидики бу Хуш Хәвәр­ни авал аңлиғанлар Худаға бойсунмиғанлиғи үчүн, арамлиқтин һөзүрлинәлмиди. Лекин бу арамлиқтин чоқум һөзүрлинәләйдиғанлар бар. 7Шуниң үчүн Худа әйнә шу арамлиқтин һөзүрлинәләйдиғанларни көздә тутуп, узақ вақиттин кейин мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бәкитип, бурун ейтқан төвәндики сөзләрни Давут падиша арқилиқ Зәбурда йәнә ейтқан:

«Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда,

Җаһиллиқ қилмаңлар».

8Әгәр Худаниң арамлиғи әҗдадимиз Йәшу* исраилларни Худа беришкә вәдә қилған Қанан зиминиға башлап киргәндики арамлиқ болсиди, Худа кейин йәнә арамлиқ һәққидә тохтилип, «бүгүн» деми­гән болатти. 9Қисқиси, Худаниң йәттинчи күнидики арамлиғи Худаниң Өз бәндилирини күтүватиду.

10Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа дунияни яритиш ишидин арам алғандәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду. 11Шуңа Худаға әйнә шу исраиллардәк бойсунмаслиқ қилип, жиқилип чүшмәс­­ли­гимиз үчүн, һәр биримиз бу арамлиқтин һөзүрлинишкә тири­шайли.

12Худаниң сөзи һаятий күчкә егә болған үнүмлүк сөздур. У һәр қандақ қош бислиқ қиличтинму иштик болуп, җан билән роһни, жилик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк өткүрлүк билән киши­ләрниң көңлигә кирип, уларниң йошурун арзу-һәвәс вә ой-пикирлирини паш қилиду. 13Худадин йошуруналайдиған һеч қандақ мәвҗудат йоқтур. Биз һесап беридиған Худа алдида һәммә нәрсә очуқ-ашкаридур.

Баш Роһанийимиз Әйса Мәсиһ

14Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли. 15Чүнки бизниң бу Баш Роһанийимиз аҗизлиқлиримизға һисдашлиқ қилмай қалмайду. Уму бизгә охшаш һәр хил синақларға дуч кәлгән, лекин гуна қилип бақмиғандур. 16Шуңа жүригимиз тоқ һалда меһир-шәпқәтлик Худаниң тәхтигә йеқинлишайли. Буниң билән Худаниң рәһим-шәпқитигә еришип, еһтияҗлиқ вақтимизда ярдәмгә егә бола­лаймиз.



*8. Йәшу Муса пәйғәмбәрниң избасари болуп, у исраил хәлқини Худа вәдә бәргән зиминға башлап барған.



 

5

1Һәр қетимлиқ баш роһаний кишиләр арисидин таллинип, өз хәлқигә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа тайинлинип, уларниң Худаға аталған һәдийәлирини вә гуналири үчүн қилған қурванлиқ­лирини Худаға суниду 2вә Худаниң йолини билмәй йолдин чәтнигән­ләргә мулайимлиқ билән муамилә қилалайду, чүнки униңму нурғун аҗизлиқлири бар. 3Шуниң үчүн у хәлқиниң гуналири үчүнла әмәс, өз гуналири үчүнму қурванлиқ сунуши керәк. 4Һеч бир киши баш роһаний мәртивисигә өзлүгидин еришәлмәйду, пәқәт Һарунға* охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила бу мәртивигә еришәләйду. 5Худди шуниңдәк Әйса Мәсиһму Баш Роһаний мәртивисигә Өзлүги­дин еришкән әмәс. Бәлки Худа Уни тайинлап, Униңға:

«Сән Мениң Оғлумсән,

Бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим», дегән.

6Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә Худа Униңға:

«Сән Малкисидиққа* охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дегән.

7Әйса Мәсиһ йәр йүзидики вақтида, Өзини өлүмдин қутқуза­лайдиған Худаниң алдида қаттиқ жиғлап туруп, көз яшлири билән дуа-тилавәт қилған. Униң садақәтмәнлигидин дуалири Худаға йәткән еди. 8Гәрчә У Худа Оғли болсиму, азап чекиш җәриянида бойсунушни үгәнди. 9У мана мошундақ пүтүнләй бойсунғачқа, мукәммәл Баш Роһаний болуш һөддисидин чиқип, Өзигә бойсунғучиларниң һәммиси үчүн мәңгүлүк қутқузулуш мәнбәси болди. 10У Худа тәрипи­дин худди Малкисидиққа охшаш тәртиптә Баш Роһаний қилип җакаланди.

Ишәнчтин янмаслиққа агаһландуруш

11Бу һәқтә ейтишқа тегишлик нурғун сөзлирим бар, лекин чүши­нәй демәй аңлапла қойсаңлар, буни силәргә чүшәндүрүш тәс. 12Гәрчә силәр аллиқачан тәлим бәргүчи болушқа тегишлик болсаңларму, бирақ әмәлиятта силәр йәнила башқиларниң Худаниң сөзи тоғриси­дики асасий билимләрни баштин үгитишигә муһтаҗсиләр. Демәк, силәргә йемәклик әмәс, бәлки йәнила сүт керәк. 13Чүнки пәқәт сүткила тайинидиғанлар бовақтин пәриқсиз болуп, уларда һәққанийәт һәққидики тәлимләрни егиләш тәҗрибиси камдур. 14Йемәклик болса йетилгәнләр үчүндур. Чүнки уларниң әқли йетилиш җәриянида яхши-яманни пәриқ етишкә көнгәндур.



*4. Чиқиш 28:1дә хатириләнгинидәк, Худа Муса пәйғәмбәргә акиси Һарунни исраилларниң тунҗа баш роһанийи қилип тайинлаш һәққидә әмир бәргән. Һарун лавий қәбилисидин еди.

*6. 7:1-2гә қараңлар.



 

6

1-2Шуниң үчүн өлүмгә елип баридиған яманлиқлардин йениш, Худаға ишиниш, чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш, башқиларға қол тәккүзүп дуа қилиш, тирилдүрүлүш вә мәңгүлүк һөкүм қатарлиқ тәлимләргә қайта асас салимиз, дәп олтармайли. Әйса Мәсиһ тоғриси­дики бу хил башланғуч тәлимләрдә тохтап қалмай, йетилишкә қарап маңайли. 3Худа халиса, биз шундақ қилимиз.

4Бәзи адәмләрни товва қилдуруп, қайтидин Худа йолиға башлаш мүмкин әмәс. Чүнки улар бир чағларда Худаниң нури билән йорутул­ған, Худаниң илтипатидин һөзүрләнгән, Муқәддәс Роһқа ортақ болған, 5Худаниң сөзиниң яхшилиғини вә келидиған заманда Худа аян қилидиған қудрәтләрни һис қилған болсиму, 6һалбуки улар Худа­дин ваз кәчти, Худа Оғлини рәт қилди. Бу Худа Оғлини чапрас яғачқа қайта миқлиған һәм Униңға дағ кәлтүргән билән баравәрдур.

7Пат-пат яққан ямғурдин териғучиларға пайдилиқ зираәтләрни өстүрүп бәргән йәр Худадин бәрикәт алиду. 8Әксичә тикән вә қамқақ өстүргән йәр пайдисизлиғидин Худаниң ләнитигә қелип, ахири көйдүрүлиду.

9Силәргә кәлсәм, қәдирлик қериндашлар, гәрчә жуқуриқи ишларни тилға алған болсамму, әһвалиңларниң буниңдин яхши екәнлигигә вә қутқузулушқа елип баридиған йолда меңиватқанлиғиңларға һәқиқий ишинимән. 10Худа адаләтсиз әмәстур. У һәргиз силәрниң Униңға сиңдүргән әҗриңлар вә мәсиһийләргә қилип келиватқан хизмитиңлар арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтумайду. 11Пүтүн үмүтүңларниң әмәлгә ешиши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларни арзу қилимиз. 12Шундақ болғанда, қашаңлардин болмай, бәлки өз ишәнчи вә сәвирчанлиғи билән Худаниң вәдисигә еришидиғанларни үлгә қилидиғанлардин болисиләр.

Худаниң вәдиси җәзмән әмәлгә ашиду

13Худадин үстүн туридиған һеч ким болмиғачқа, Худа Ибраһимға вәдә қилғанда, Өз нами билән қәсәм қилип мундақ деди: 14«Саңа чоқум бәхит ата қилип, нурғун әвлатларни беримән». 15Шуниң билән Ибраһим сәвир-тақәт билән күтүп, Худаниң вәдисигә еришти.

16Инсанлар өзлиридин үстүн туридиған бирини тилға елип, қәсәм қилиду. Қәсәм испат һесапланғанлиғи үчүн, һәр хил талаш-тартиш­ларға хатимә бериду. 17Шуниңдәк, Худа Өз вәдисигә еришидиған кишиләргә Өз ирадисиниң өзгәрмәйдиғанлиғини очуқ билдүрүш үчүн, вәдә бәргәндә қәсәм қилди. 18Худаниң бизгә бәргән вәдиси вә қәсими һәргиз өзгәрмәйду. Чүнки Худа ялған сөзлимәйду. Шуңа Худадин паналиниватқан бизләр Униң вәдиси вә қәсимидин көп илһамға еришип, көз алдимиздики үмүттә ишәнч билән чиң туралай­миз. 19Бу үмүт һаятимизға нисбәтән худди чиң илинған кемә ләңгири­дәк мустәһкәм болуп, у бизни асмандики ибадәтхана пәрдисидин өтүп, әң муқәддәс җайға киришкә йетәкләйду. 20Әйса Мәсиһ бизгә йол ечиш үчүн, у йәргә биздин авал киргән болуп, бизләр үчүн Малкисидиққа охшаш тәртиптики мәңгүлүк Баш Роһаний болди.


7

Малкисидиқ һәққидә

1Малкисидиқ Салим шәһириниң падишаси һәм улуқ Худаниң роһанийи болуп, Ибраһим бир қанчә падишани йеңип җәңдин қайтқан чағда, у Ибраһим билән көрүшкән вә униңға бәхит тилигән еди. 2Ибраһимму еришкән олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Малкисидиқ дегән исимниң мәнаси «Һәққанийәт пади­шаси» дегәнликтур. У Салим шәһириниң падишаси болуп, «Салим падишаси» дегәнниң мәнаси «Аманлиқ падишаси» дегәнлик­тур. 3Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.

4Малкисидиқ немә дегән улуқ адәм-һә! Һәтта әҗдадимиз Ибраһим­му олҗисиниң ондин бирини униңға атиған. 5Лавийниң әвлатлиридин роһаний болғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қерин­даш­лиридин, уларниң өзигә охшаш Ибраһимниң нәсли болушиға қаримай, тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши керәк еди. 6Лекин Малкисидиққа кәлсәк, у лавий қәбилисидин болмисиму, Ибраһим еришкән олҗиниң ондин бир үлүшини қобул қилип, Ибраһимға — Худаниң вәдисигә егә болған бир адәмгә бәхит тилигән. 7Шүбһи­сизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур. 8Ондин бир үлүшни жиғидиған лавий роһанийлар бәри бир өлидиғанлардур. Бирақ Ибраһимдин ондин бир үлүшни қобул қилған Малкисидиқ болса Муқәддәс Язмиларда гувалиқ берилгәндәк йәнила һаяттур. 9Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған роһаний лавийларму әҗдади Ибраһим арқилиқ Малкиси­диққа ондин бир үлүшни бәргән. 10Чүнки Малкисидиқ Ибраһимни қарши алғанда лавийлар техи туғулмиған болсиму, уларни йәнила әҗдади Ибраһим­ниң вуҗудида, дәп қарашқа болиду. 11Исраил хәлқигә чүширилгән Тәврат қанунидики роһанийлиқ түзүми лавий қәбилисиниң роһаний­лири арқилиқ жүргүзүләтти. Бирақ әгәр Худаниң инсанларни гунадин пак қилиш мәхсити бу роһанийлар арқилиқ әмәлгә ашқан болса, ундақта бу хил түзүм асасида тайинлан­ған Һарундәк тәртиптики әмәс, бәлки Малкисидиқтәк тәртиптики йәнә бир роһанийниң келишиниң немә һаҗити бар еди? 12Роһаний­лиқ тәртиви өзгәртилгәчкә, униңға мунасивәтлик роһанийлиқ түзүми­му өзгәртилишкә тоғра келиду. 13Бу ейтиливатқан сөзләр дәл Әйса Мәсиһкә қаритилған. У башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбили­дин һеч ким қурванлиқ суписида хизмәттә болуп бақмиған. 14Рәбби­миз Әйса­ниң Йәһуда қәбилисидин екәнлиги ениқ. Муса пәйғәмбәр роһанийл­ар һәққидә тохталғанда, бу қәбилә тоғрисида бир нәрсә демигән еди.

Әйса Мәсиһ Малкисидиқтәк тәртиптики Роһанийдур

15Малкисидиқтәк тәртиптики башқа бир роһанийниң мәйданға келиши роһанийлиқ түзүминиң өзгәртилгәнлигини техиму ениқлаш­турди. 16Униң роһанийлиққа тайинлиниши болса пүтмәс-түгимәс һаятлиқ қудритигә егә болғанлиғидин болуп, һәргиз роһаний болғучи лавий қәбилисигә тәвә болуш керәк дегән түзүм бойичә болмиди. 17Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дәп гувалиқ берилгән. 18Алдинқи түзүм аҗизлиғи вә пайдисизлиғи түпәйлидин күчидин қалди. 19Чүнки Тәврат қануни һеч кишини камаләткә йәткүзәлмиди. Шуңа униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған техиму яхши үмүт берилди.

20Униң үстигә, бу үмүт Худаниң қәсими билән капаләткә егә қилин­ди. Илгири өткән роһанийлар Худаниң қәсимисиз роһаний болған еди. 21Лекин Әйса Мәсиһ болса Худаниң Униңға:

«Пәрвәрдигариң қәсәм қилди,

У қәсимидин һәргиз янмайду,

Сән мәңгүлүк Роһанийсән»,

дегән қәсими билән Роһаний болди. 22Демәк, Әйса Мәсиһ техиму яхши бир келишимниң кепили қилинди.

23Йәнә келип, илгири өткән көп роһанийлар өлүм түпәйлидин вәзиписини давамлаштурушқа амалсиз қалғачқа, бириниң орниға йәнә бири чиққан. 24Лекин Әйса Мәсиһ мәңгү һаят болғачқа, Униң роһанийлиғи мәңгүлүктур. 25Шу сәвәптин Әйса Мәсиһ Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадирдур. У мәңгү һаят болуп, улар үчүн Худаға мураҗиәт қилиду.

26Әйса Мәсиһ дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған Баш Роһаний­дур. У муқәддәс, әйипсиз, пак болуп, гунакарлардин айриветилип, асмандики әң жуқури орунға елип чиқилди. 27У илгирики баш роһаний­­лардәк һәр күни алди билән Өз гуналири үчүн, кейин хәлиқниң гуналири үчүн қурванлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурван қилғанда, инсанларниң гуналири үчүн қилинидиған қурван­лиқни бир йолила ада қилди. 28Тәврат қануни аҗиз болған инсанни баш роһаний қилип тайинлатти, лекин Тәврат қанунидин кейин Худа қәсәм билән қилған келишими арқилиқ, мәңгүлүк кама­ләткә йәткү­зүл­гән Оғлини Баш Роһаний қилип тайинлиди.


8

Баш Роһанийимиз Әйса Мәсиһ

1Ейтқанлиримниң асасий нуқтиси шуки: асмандики улуқ Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтиридиған бир Баш Роһанийимиз бар. 2У әң муқәддәс җайда, йәни инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигаримиз Худа қурған һәқиқий ибадәт чедирида хизмәт қилмақта.

3Һәр бир баш роһаний Худаға һәдийә вә қурванлиқлар сунуш үчүн тайинлиниду. Шуниң үчүн бизниң Баш Роһанийимизму Худаға бирәр нәрсә сунуши керәк еди. 4Әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз роһаний болматти. Чүнки бу йәрдә Тәврат қануниниң тәливи бойичә Худаға һәдийә сунидиған роһанийлар аллибурунла бардур. 5Бу роһаний­лар хизмәт қилидиған ибадәт чедири вә униңда қилинидиған хизмәтләр пәқәтла асмандики чедирниң вә униңда қилинидиған хизмәт­ләрниң көчүрүлмә нусхиси вә көләңгисидур. Дәрвәқә, Муса пәйғәмбәр дәл ибадәт чедирини қурмақчи болуватқанда, Худа униңға: «Буларниң һәммиси Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә еһтият билән ясалсун», дәп агаһландурған. 6Әйса Мәсиһкә берилгән роһанийлиқ вәзиписи болса, башқа роһанийларниңкидин көп үстүндур. Шуниң­дәк, Худа билән инсанлар арисида У арқилиқ түзүлгән кейинки келишим дәс­ләпки келишимдин көп үстүндур. Чүнки бу келишим техиму яхши вәди­ләр үстигә қурулған.

7Әгәр дәсләпки келишим камчилиқсиз болса еди, кейинкисиниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти. 8Лекин Худа Өз хәлқини әйип­ләп мундақ дегән:

«Исраил вә Йәһудийә хәлиқлири билән

Йеңи бир келишим түзидиған күнләр келиду.

9Бу келишим Мән уларниң әҗдатлирини Мисирдин чиқириш үчүн,

Уларниң қоллирини тутуп түзгән келишимдәк болмайду.

Чүнки улар келишимимгә садиқ болмиди,

Шуңа Мәнму улардин нәзәримни йөткидим.

10У күнләрдин кейин, исраил хәлқи билән түзидиған келишимим мундақ:

Қанунлиримни уларниң әқлигә салимән,

Қәлбигә пүтимән.

Мән уларниң Худаси болимән.

Уларму Мениң хәлқим болиду.

11Һеч кимниң өз жутдишиға, өз қериндишиға:

‹ Пәрвәрдигарни тонуңлар ›, дәп әқил үгитишиниң һаҗити қалмайду.

Чүнки гадайдин ханғичә

Һәммиси Мени тонуйду.

12Яманлиқлирини кәчүримән,

Гуналирини көңлүмдә сақлимаймән».

13Демәк, Худа бу келишимни «Йеңи» дейиш арқилиқ бурунқисиниң вақти өткәнлигини көрсәтти. Вақти өткән, конириған нәрсә узун өтмәй йоқилиду.


9

Кона келишим дәвридики ибадәт

1Кона келишим дәвридә ибадәт қаидилири вә инсанлар бәрпа қилған ибадәт җайи бар еди. 2Ибадәт җайида бир чедир тикилгән болуп, униң муқәддәс җай дәп аталған бөлүмидә чирақдан, үстәл, үстәл үстидә болса Худаға һәдийә қилинған нанлар болатти. 3У йәрдики пәрдиниң кәйнидә әң муқәддәс дәп аталған йәнә бир бөлүм бар еди. 4Алтун исриқдан вә пүтүнләй алтун билән қапланған келишим сандуғи у йәрдә еди. Сандуқниң ичидә алтундин ясалған, манна* селинған комзәк, Һарунниң бихлиған һасиси* вә пәризләр йезилған икки таш тахта бар еди. 5Шан-шәрәплик «керублар» «Меһир-шәпқәт тәхти» дәп аталған сандуқ ағзи үстигә орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти. Әнди мән буларни техиму тәпсилий чүшәндүрүп олтармаймән.

6Һәммә нәрсә мана шундақ орунлаштурулғандин кейин, роһаний­лар чедирниң «Муқәддәс җай» дәп аталған бөлүмигә дайим кирип, ибадәт хизмитини қилатти. 7Бирақ «Әң муқәддәс җай» дәп аталған иккинчи бөлүмгә пәқәт баш роһаний жилда бир қетимла кирәтти. Роһаний у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиғи түпәйлидин өткүзгән гуналири үчүн аталған қурванлиқ қенини алмай кирмәтти. 8Бу ибадәт хизмәтлириниң елип берилиши билән, Муқәддәс Роһ бизгә шуни көрситип бәрдики, ибадәт чедири, шундақла у вәкиллик қилған ибадәт хизмәтлири барла болидикән, әң муқәддәс җайға баридиған йол авам хәлиққә һәргиз ечилматти. 9Мана булар һазирқи заман үчүн бир тәҗрибә савақтур. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, Худаға сунулған һәдийә вә қурванлиқлар ибадәт қилғучини пак вижданлиқ қилалмайду. 10Улар пәқәт һалал вә һарам йемәк-ичмәк вә бойини суға селиш рәсмийәтлири билән мунасивәтлик болуп, Худа йеңи тәртипни орнатқичә күчкә егә болған сиртқи көрүнүш җәһәт­тики қаидә-низамлардур.

11Лекин Әйса Мәсиһ болса гөзәл ишларни әмәлгә ашурған Баш Роһаний болуп, адәм қоли билән ясалмиған, бу дунияға мәнсүп болмиған, асмандики техиму улуқ вә техиму мукәммәл ибадәт чеди­риға кирди. 12У бу әң муқәддәс җайға өшкә яки мозайларниң қурванлиқ қенини әмәс, бәлки Өзиниң қурванлиқ қенини төкүш арқилиқ бирла қетим кирди. Мошундақ қилип, у инсанларниң гуналирини жуюп, инсанларни мәңгүгә азат қилди. 13Кона келишим дәвридә өшкә вә буқиларниң қени һәм калиниң күли напакларниң учисиға сепилсә, улар сиртқи җәһәттә тазилинип пак болатти. 14Ундақта, Әйса Мәсиһниң қеничу? У вижданимизни өлүмгә елип баридиған қилмишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! У Худаниң мәңгүлүк Роһи арқилиқ Өзини кам-котисиз қурванлиқ сүпитидә бизниң гунали­римиз үчүн Худаға атидиғу!

15Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ Худа билән инсанлар оттурисида түзүлгән Йеңи келишимниң васитичисидур. У арқилиқ Худа тәрипи­дин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. Чүнки У уларни гуна қилиш сәвәвидин Кона келишим тәрипидин бәкитилгән мәңгүлүк өлүмдин ибарәт җазадин қутқузуш үчүн өлди.

16Әгәр вәсийәт қалдурулса, вәсийәт қалдурғучи өлмигичә, вәсийәт күчкә егә болмайду. 17Чүнки вәсийәт пәқәт өлүмдин кейин күчкә егә болиду. Вәсийәт қалдурғучи һаятла болса, вәсийитиниң һеч қандақ күчи болмайду. 18Шуниң үчүн дәсләпки келишимму қан еқитилған­дила, андин күчкә егә болған. 19Муса пәйғәмбәр Тәврат қануниниң һәр бир әмрини пүткүл хәлиққә уқтурғандин кейин, мозай вә өшки­ләрниң суға арилаштурулған қенини қизил жуң жипта бағланған марҗангүл билән қанун дәстүригә вә пүтүн хәлиққә сәпти. 20Андин у: «Бу қан келишим қенидур. У Худа әмәл қилишиңларға әмир қилған келишимни күчкә егә қилиду», деди. 21У йәнә ибадәт чедириға вә чедирда қурванлиқ қилишқа ишлитилидиған пүткүл сайманларниң үстигә қан сәпти. 22Дәрвәқә, Тәврат қануни бойичә һәммә нәрсә дегидәк қан билән паклиниду. Қурванлиқ қени төкүлмәй, гуналар кәчүрүм қилинмайду.

23Шу сәвәптин асмандикигә тәхлит қилип ясалған бу нәрсиләр мошу усул билән паклиниши керәк еди. Бирақ асмандики нәрсиләр болса булардин көп яхши қурванлиқлар билән паклиниши керәк. 24Шуңа Әйса Мәсиһ Худаниң һозурида болуп бизгә вәкиллик қилиш үчүн, асмандики ибадәт җайиға тәхлит қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки асманниң өзигә кирди.

25У йәһудийларниң баш роһанийидәк, жилму-жил қурванлиқ қилинған һайванларниң қенини елип, әң муқәддәс җайға қайта-қайта киргини йоқ. 26Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния яритилғандин бери Әйса Мәсиһниң қайта-қайта азап чекип қурван болушиға тоғра келәтти. Лекин Әйса Мәсиһ мана бу ахир заманда инсанларни гунадин азат қилиш үчүн, бир йолила оттуриға чиқип Өзини қурван қилди. 27Һәммә адәмниң бир қетим өлүши вә өлгәндин кейин сораққа тартилиши бәкитилгән. 28Шуниңдәк, Әйса Мәсиһму нурғун кишиләрниң гуналирини Өз үстигә елиш үчүн, бирла қетим қурван болди. У қайта кәлгәндә, инсанларниң гуналириниң төләмигә қурван болуш үчүн әмәс, бәлки Өзини күткәнләрни үзүл-кесил қутқузуш үчүн келиду.



*4. Манна — Чиқиш 31:16гә қараңлар.

*4. Худа Һарунни рәһбәр қилип таллиғанлиғини көрситиш үчүн, униң һасисини бихлатқан еди.



 

10

Әйса Мәсиһниң бир қетимлиқ қурванлиғи

1Тәврат қануни Әйса Мәсиһ кәлгүсидә елип келидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки униң көләңгисинила сүрәтләп бериду. Шу сәвәптин Тәврат қануни өзигә әмәл қилип, жилму-жил охшаш қурванлиқларни аташ арқилиқ Худаға ибадәт қилидиған адәмләрни һәргизму гуналиридин пак қилалмайду. 2Әгәр пак қилали­ған болса, қурванлиқ қилиш ахирлишаттидә, ибадәт қилғучиларму гуналиридин бирақла паклинип, виждани йәнә өз гуналири түпәйли­дин азапланматти. 3Һалбуки, у қурванлиқлар уларға өз гуналирини һәр жили әслитип туриду. 4Чүнки буқа вә өшкиләрниң қени инсанлар­ни гунадин һәргиз пак қилалмайду. 5Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ дунияға кәлгәндә мундақ дегән:

«Инсанлардин қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң,

Лекин Мән үчүн бир тән һазирлидиң.

6Көйдүрмә қурванлиқ вә гуна үчүн сунулған башқа қурванлиқлардинму хурсән болмидиң.

7Шуңа дедимки, ‹ Әй Худа, Сениң қанун дәстүрүңдә Мән тоғрилиқ йезилғинидәк,

Сениң ирадәңни ишқа ашуруш үчүн кәлдим › ».

8Әйса Мәсиһ алди билән Худаға: «Қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң. Көйдүрмә қурванлиқ вә гуна үчүн сунулған башқа қурван­лиқ­лардинму хурсән болмидиң», дегән. Бу қурванлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә қилинсиму, У йәнила шундақ дегән. 9Андин кейин йәнә: «Сениң ирадәңни ишқа ашуруш үчүн кәлдим», дегән. Демәк, Худа кейинки қурванлиқни күчкә егә қилиш үчүн, бурунқи қурванлиқ қилиш қаидисини әмәлдин қалдурди. 10Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң Өз тениниң бир йолила қурван қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ.

11Роһанийлар һәр күни қурванлиқ суписи алдида туруп, ибадәт хизми­тини қилиш үчүн гуналарни жуялмайдиған охшаш хилдики қурванлиқларни Худаға қайта-қайта суниду. 12Бирақ бизниң Роһанийи­миз болса Өзини қурван қилиш билән гуналарни жуйидиған бирла қетимлиқ, мәңгү инавәтлик қурванлиқни Худаға сунди. Андин У Худаниң оң йенида олтирип, 13дүшмәнлириниң Өз айиғи астида тиз пүктүрүлүшини күтмәктә. 14У мошу бир қурванлиқ билән өзини Худа­ға атиған кишиләрни Худаниң алдида мәңгү мукәммәл қилди. 15Муқәддәс Язмиларда хатириләнгәндәк, Муқәддәс Роһму бу һәқтә бизгә гувалиқ бериду. У авал мундақ дәйду:

16«У күнләрдин кейин, улар билән түзидиған келишимим мундақ:

Қанунлиримни уларниң қәлбигә салимән, әқлигә қуйимән».

17Андин йәнә мундақ дәйду:

«Уларниң гунайи вә яманлиқлирини

Көңлүмдә қайта сақлимаймән».

18Шуңа гуналар кәчүрүм қилинған екән, йәнә гуналар үчүн қурван­лиқ қилишниң һаҗити қалмайду.

Худаға йеқинлишайли

19Шуниң үчүн, әй қериндашлар, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени арқилиқ асмандики әң муқәддәс җайға жүригимиз тоқ һалда кирәләй­миз. 20Чүнки Әйса Мәсиһ Өз тениниң қурван болуши арқилиқ асмандики ибадәтхана пәрдисидин өтүп, биздин авал у йәргә киргән болуп, у һаятлиққа йетәкләйдиған йеңи бир йолни бизгә ечип бәрди. 21Худаниң аилисигә, йәни мәсиһийләр җамаитигә җавапкәр бир Баш Роһанийимиз болған екән, 22мустәһкәм ишәнч вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли. Чүнки диллиримиз Әйса Мәсиһниң қениниң сепилиши билән виждан азавидин халас болған вә бәдинимиз пакиз су билән жуюлғандәк пакланған. 23Башқилар алдида етирап қилған үмүтүмиздә иккиләнмәй чиң турайли. Чүнки вәдә бәргүчи Худа ишәнч­ликтур. 24Меһир-муһәббәт көрситиш вә яхши иш қилиш үчүн бир-биримизни қандақ илһамландурушни ойлайли. 25Бәзиләрдәк мәсиһийләр җамаитидә җәм болуш вә Худаға ибадәт қилиштин баш тартмайли. Әксичә дайим җәм болуп, бир-биримизни илһамланду­райли. Болупму Әйса Мәсиһниң қайта келидиған күниниң аз қалған­ли­ғини билгән екәнмиз, техиму шундақ қилайли.

26Һәқиқәтни тонуп туруп, йәнила қәстән гуна* өткүзүвәрсәк, у чағда гуналар үчүн сунулидиған башқа бир қурванлиқ йоқтур. 27Бизгә қалидиғини пәқәт сорақ вә Худа билән қаршилишидиған­ларни өртәп түгитидиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүштур. 28Тәврат қануниға хилаплиқ қилған киши икки яки үч гувачиниң испати болсила, кәңчилик қилинмай өлтүрүләтти. 29Ундақта, бир киши Худа Оғлини дәпсәндә қилса, Худаниң келишимини күчкә егә қилған вә өзини паклиған қанға сәл қариса, өзигә шәпқәт қилған Муқәддәс Роһни һақарәт қилса, техиму еғир җазаға лайиқ болмамду?! 30Чүнки Тәвратта: «Интиқам Мениң, җазасини Өзәм беримән» вә «Пәрвәр­дигар Өз хәлқини сораққа тартиду», дегүчиниң Худа екәнли­гини билимиз. 31Мәңгү һаят Худа тәрипидин җазаға тарти­лиш немә дегән қорқунучлуқ-һә!

32Худа қәлбиңларни йорутқан әшу күнләрни есиңларда тутуңлар. Шу вақитларда азап-оқубәтлик күрәшләргә бәрдашлиқ берип, ишәнчиң­ларда чиң турдуңлар. 33Бәзидә хәлқиаләм алдида һақарәт вә харлинишларға учридиңлар. Бәзидә өзәңларға охшаш муамилигә учриғанлар тәрәптә турдуңлар. 34Мәһбус мәсиһийләрниң дәрдигә ортақ болдуңлар. Мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму гөзәл, бақий байлиққа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән қобул қилдиңлар. 35Шуниң үчүн җасаритиңларни йоқатмаңлар. Бу җасарәтниң мукапити интайин зордур. 36Худаниң ирадиси бойичә иш қилип, Униң вәдә қилғанлириға муйәссәр болуш үчүн, сәвир қилишиң­ларға тоғра келиду. 37Чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа мундақ дегән:

«Кәлгүчи пат йеқинда келиду, кечикмәйду.

38Мән ‹ Һәққаний › дегән адәм, ишәнчи билән яшайду.

Әгәр у ишәнчидин янса, униңдин хурсән болмаймән».

39Бирақ биз ишәнчидин йенип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки ишәнч қилип қутқузулушқа еришидиғанлардиндурмиз.



*26. Бу йәрдики гуна Әйса Мәсиһтин тенишқа қаритилған.



 

11

Ишәнч

1Ишәнч Худаниң вәдисигә бағланған үмүтниң әмәлгә ашидиған­лиғиға болған ишәнч, көрүнмәйдиған моҗутлуққа болған қайиллиқтур. 2Әҗдатлиримиз мана мошундақ ишәнч билән Худаниң махтишиға сазавәр болған.

3Биз ишәнч арқилиқ каинатниң Худаниң әмри билән яритилған­лиғини, биз көрәләйдиған мәвҗудатларниң көргили болидиғандин бәрпа болмиғанлиғини чүшинәләймиз.

4Һабилниң Қабилниңкидинму яхши бир қурванлиқни Худаға атиши ишәнчи сәвәвидин болди. Һабилниң ишәнчи сәвәвидин Худа уни һәққаний адәм дәп җакалиди вә униң атиғанлирини қобул қилди. Һабил гәрчә өлгән болсиму, ишәнчи билән йәнила бизгә сөзләват­қандәк турмақта.

5Ишәнчи сәвәвидин Һанух өлмәй турупла асманға көтирилди. Һеч ким уни тапалмиди, чүнки Худа уни Өз йениға елип кәткән еди. Асманға көтирилиштин илгири униң Худани хурсән қилған адәм екәнлиги җакаланған еди. 6Демәк, ишәнч болмай туруп, Худани хурсән қилиш мүмкин әмәс. Чүнки Худаниң алдиға келидиған киши Униң бар екәнлигигә вә Уни издигәнләргә издәш әҗрини қайтури­ди­ғанлиғиға ишиниши керәк.

7Ишәнчи сәвәвидин Нуһ пәйғәмбәр техи көрүлүп бақмиған вақиә­ләр һәққидә Худа тәрипидин агаһландурулғанда, Худаниң сөзигә бойсу­нуп, пүтүн аилисидикиләрни қутқузуш үчүн бир кемә ясиди. Һәм ишәнчи арқилиқ дуниядики адәмләрниң қилмишлириниң җазали­нишқа лайиқ екәнлигини көрситип бәрди. Ишәнчи сәвәвидин у Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаланди.

8Ишәнчи сәвәвидин Ибраһим Худа униңға бәрмәкчи болған зимин­ға чақирилғанда, у Худаға бойсунуп, қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти. 9У вәдә қилинған җайға берип, бу яқа жутта чедирларда туруп, ишәнчи билән яшиди. Худаниң Ибраһимға қилған вәдисиниң мирасхорлири болған Исһақ вә Яқупларму шундақ чедир­лар­да турди. 10Ибраһимниң шундақ қилишидики сәвәп, у Худа тәрипи­дин лайиһилинип селинған, һули мустәһкәм мәңгүлүк шәһәр­ни күткән еди.

11Гәрчә Ибраһим қерип қалған, аяли Сарә болса туғут йешидин өткән болсиму, Ибраһимниң ишәнчи сәвәвидин Худа униңға пәрзәнт көрүш шәривини ата қилди. У өзигә вәдә қилған Худаниң ишәнчлик екәнлигини биләтти. 12Буниң билән бир адәмдин, болупму йеши бир йәргә берип қалған адәмдин асмандики юлтузлардәк көп вә деңиз бойидики қумдәк сансиз әвлатлар барлиққа кәлди.

13Ишәнчи бар бу кишиләр Худа вәдә қилғанларға муйәссәр болмай турупла аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида ишәнчи билән жирақни көрүп, бу вәдиләрниң кәлгүсидә әмәлгә ешишини хурсән­лик билән күткән вә өзлириниң йәр йүзидә яқа жутлуқ вә мусапир екәнлигини етирап қилишқан еди. 14Уларниң бундақ етирап қилиши өзлири тәвә болған маканға тәшна болуватқанлиғини ипадилигән­ликтур. 15Улар өз жутини сеғинған болса, қайтип кетиш пурсити болған болатти. 16Лекин улар техиму яхшисиға, йәни асмандики мака­ни­ға тәлпүнди. Шуниң үчүн Худа уларниң Худаси дәп атилиш­тин номус қилмайду. Худаниң асманда улар үчүн бир шәһәр һазирлиған­лиғиниң өзи буниң испатидур.

17-18Ибраһим Худа тәрипидин синалғинида, ишәнчи сәвәвидин оғли Исһақни қурванлиқ сүпитидә Худаға атиди. Гәрчә Худа униңға, «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң Исһақтин келип чиқиду», дегән болсиму, у йәнила бирдин-бир оғлини қурван қилишқа тәйяр еди. 19Ибраһим Исһақ өлгән тәғдирдиму, Худаниң уни тирилдүрәләйдиғанлиғиға ишәнди. Мундақчә ейтқанда, Ибраһимға нисбәтән Худа Исһақни өлүмдин тирилдүрүп, қайтуруп бәрди.

20Ишәнчи сәвәвидин Исһақ оғуллири Яқуп билән Әсавниң кәлгүси үчүн хәйирлик дуа қилди.

21Ишәнчи сәвәвидин Яқуп аләмдин өтүш алдида Йүсүпниң икки оғли үчүн хәйирлик дуа қилип, һасисиға тайинип туруп, Худаға сәҗдә қилди. 22Ишәнчи сәвәвидин Йүсүп сәкратқа чүшүп қалғанда, исраилларниң Мисирдин чиқип кетидиғанлиғини алдин-ала ейтти һәм кетишидә өзиниң устиханлириниму елип кетишни тапилиди.

23Ишәнчи сәвәвидин Муса пәйғәмбәр туғулғанда, униң ата-аниси уни үч ай йошурди. Чүнки улар Мусаниң адәттики бала әмәс екәнлигини көрди, падишаниң пәрманидинму қорқмиди. 24Ишәнчи сәвәвидин Муса пәйғәмбәр чоң болғандин кейин, Мисир падишасиниң қизиниң оғли болуш салаһийитини рәт қилди. 25У гуналиқ ишларни қилиштин келидиған вақитлиқ хошаллиқтин һөзүрлинишниң орниға, Худаниң хәлқи билән биллә азап чекишни таллиди. 26У Худа әвәтишкә вәдә қилған Қутқазғучи-Мәсиһ үчүн харлинишни, Мисирниң ғәзнисидики байлиққа егә болуштинму әвзәл билди. Чүнки у асмандики мукапатни күтүвататти. 27Ишәнчи сәвәвидин у Мисирдин кәтти. Чүнки у көзгә көрүнмәйдиған Худани көрүп турғандәк Униңға ишинип, падишаниң ғәзивидинму қорқмай, өз йолиға меңивәрди. 28Ишәнчи сәвәвидин у Худаниң әмри бойичә исраилларға «Өтүп кетиш» кечисиниң тамиғи­ни* тәйярлаш вә боғузланған қурванлиқларниң қенини ишик кешәкли­ригә сүркәшни буйриди. Униң бундақ қилиши җан алғучи периштәниң исраилларниң тунҗа туғулғанлириға тәгмәслиги үчүн еди.

29Ишәнчи сәвәвидин исраиллар Қизил деңиздин қуруқлуқта маңған­дәк меңип өтти. Бирақ уларни қоғлап кәлгән мисирлиқлар ушбу деңиз­дин өтмәкчи болғанда, су уларни ғәриқ қилди.

30Ишәнчи сәвәвидин исраиллар йәттә күн Ериха* шәһәр сепилини айланғандин кейин, сепил өрүлди.

31Ишәнчи сәвәвидин паһишә аял Раһаб исраил чарлиғучилирини достларчә күтүвалғачқа, Худаға бойсунмиған өз шәһиридикиләр билән бирликтә өлтүрүлмиди.

32Йәнә немә дәй? Гидон, Барақ, Шимшон, Йифтах, Давут, Самуил вә башқа пәйғәмбәрләр тоғрисида ейтип кәлсәм вақит йәтмәйду. 33Улар ишәнчи билән әтрапидики дөләтләрни бойсундурди, адиллиқ билән дөләт башқурди, Худа вәдә қилғанларға еришти, ширлар үстидин ғалип кәлди,* 34дәһшәтлик отни өчүрди, қиличтин қечип қутулди, аҗиз­лиқ­тин күчәйди, җәңләрдә батурлуқ көрсәтти, дүшмән қошун­лирини мәғлуп қилди. 35Ишәнчи сәвәвидин бәзи аяллар өлүп кәткән уруқ-туққанлирини өлүмдин қайтурувалди.

Бәзи кишиләр болса кәлгүсидә өлүмдин тирилип техиму яхши бир һаятлиққа еришиш үчүн, искәнҗиләргә* бәрдашлиқ берип өлүшкә рази болдики, ишәнчидин ваз кечип зиндандин азат болушни халимиди. 36Йәнә бәзиләр мәсқириләргә учрап қамчиланди, бәзиләр һәтта кишәнлинип зинданға ташланди, 37чалма-кесәк қилип өлтүрүл­ди, һәрә билән һәрилинип парчиланди, қиличлинип өлтүрүлди, қой-өшкә терилирини йепинча қилған һалда сәрсан болуп жүрди, намрат­лиқта яшиди, зиянкәшликләргә учриди, хорланди. 38Чөлләрдә вә тағларда сәргәрдан болуп, өңкүрләрдә вә гәмиләрдә йошурунуп жүрди. Улар бу дунияға зайә кәткән еди.

39Уларниң һәммиси ишәнчи билән Худани хурсән қилған болсиму, уларниң ичидә бирәрсиму һаят вақтида Худа вәдә қилғанларниң һәммисигә толуқ еришкини йоқ. 40Чүнки Худаниң техиму яхши бир плани бойичә бизму Худа тәрипидин камаләткә йәткүзүлидиғанларниң ичидә болғачқа, улар биз билән биллә Худаниң камаләткә йәткүзүш вәдисигә еришиду.



*28. Чиқиш 12-бапқа қараңлар.

*30. Ериха — исраиллар Мисирдики қуллуқтин қутулуп, Худа беришкә вәдә қилған Қанан зиминида җәң қилмай туруп егилигән тунҗа шәһәр.

*33. Бир қетим Даниял пәйғәмбәр шир овисиға ташланған, бирақ у Худаға болған ишәнчи сәвәвидин қутулуп қалған.

*35. Нәрсиләрни сиқидиған, қисидиған әсвап.



 

12

Худа Өз пәрзәнтлирини тәрбийиләйду

1Бизгә ишәнч билән яшашниң немә екәнлигини көрсәткән әшу кишиләр худди гувачилардәк әтрапимизда болған екән, бизгә тосқунлуқ қилидиған һәр хил ишлардин вә бизни чирмавалған гуналардин қол үзүп, алдимиздики мусапини чидамлиқ билән бесип өтәйли. 2Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрү­лүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.

3Роһуңлар чүшүп, җасаритиңларни йоқатмаслиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң гунакарларниң шунчә хорлашлириға қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигини ойлап көрүңлар. 4Гунаға қарши күришиңларда техи қан аққузуш дәриҗисигә берип йәтмидиңлар. 5Худаниң силәрни Өз пәрзәнтлирим дәп илһамландуридиған Муқәддәс Язмилардики мону сөзлирини унтудуңларму?

«Пәрзәндим, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима,

Әйиплишидин роһсизланма,

6Чүнки Пәрвәрдигар сөйгәнлиригә тәрбийә бериду,

Пәрзәндим дәп қобул қилғанларни чивиқлайду».

7Азап чәккиниңларни Худаниң тәрбийиси дәп билип, униңға бәрдаш­­лиқ бериңлар. Чүнки силәрниң тәрбийә елишиңларниң өзи Худаниң силәрни пәрзәндим дәп муамилә қилидиғанлиғини көрси­тиду. Қайси пәрзәнт атиси тәрипидин тәрбийиләнмисун? 8Шуниң үчүн Худаниң пәрзәнтлириниң һәммиси Худа тәрипидин тәрбийили­ниду. Әгәр Худаниң пәрзәнтлири алидиған тәрбийидин мәһрум болсаңлар, һәқиқий пәрзәнткә әмәс, бәлки ата тәрбийиси көрмигән һарамдин бол­ған пәрзәнткә охшап қалисиләр. 9Йәр-йүзидики атимиз­ниң тәрбийи­сини қобул қилип, уларни һөрмәтләп кәлдуқ. Шундақ екән, асмандики Атимизға техиму бойсунуп яшишимиз керәк әмәсму?

10Йәр-йүзидики атимиз бизни пәқәт өзи мувапиқ көргән йол бойичә вақитлиқ тәрбийиләйду. Лекин Худаниң тәрбийиси һемишәм бизниң пайдимиз үчүндур. У бизни Өз паклиғидин һөзүрләндүрүш үчүн тәрбийиләйду. 11Қаттиқ тәрбийә билән түзитилгән адәм түзитиш берилгән вақитниң өзидә хошал болмайду, көңли бузулиду. Бирақ кейин у бундақ түзитиш билән тавлинип, аманлиқ вә һәққанийлиқ йолида маңиду.

12Шуниң үчүн талған қолуңларға мәдәт берип, пүкүлгән тизиңлар­ни руслаңлар. 13Силәргә әгәшкән «асқақларниң» жиқилип чүшмәслиги үчүн маңған йолуңлар түз болсун. Буниң билән силәр уларниң шипа тепишиға ярдәм берәләйсиләр.

Еһтият билән яшаңлар

14Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду. 15Диққәт қилиңларки, һеч ким Худаниң меһир-шәпқитидин мәһрум қалмисун. Силәргә зиян йәткүзидиған вә көпчиликни зәһәрләйдиған, адавәтниң гияси араңларда йилтиз тартмисун. 16Һеч ким җинсий әхлақсизлиқ қилми­сун яки тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини бир вақлиқ тамаққа сатқан Әсавға охшаш, Худаға беһөрмәтлик қилмисун. 17Силәргә мәлумки, Әсав кейин атисиниң хәйирлик дуасини елишни ойлисиму, рәт қилин­ди. У пушайман қилип, дуа елиш үчүн һәтта көз яшлирини еқитип ялвурған болсиму, кечиккән еди.

18Силәр исраиллар Тәврат қанунини қобул қилған, қол билән тутқили болидиған, ялқунлап от йенип туруватқан һәм қара булут, қараңғулуқ, қара боран қаплиған Синай теғиға кәлмидиңлар. 19У җайда чақириқ канийиниң садаси билән сөзлигән авазни аңлиғанлар: «Бундақ сөзләр әнди бизгә ейтилмисикән!» дәп Худаға ялвурған еди. 20Чүнки «Әгәр бу таққа һәтта бирәр һайван йеқин кәлсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дегән әмир уларға наһайити еғир кәлгән еди. 21У көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, һәтта Муса пәйғәм­бәрму: «Бәк қорқуп титрәп кәттим», дегән еди.

22Силәр Сион теғиға, йәни мәңгү һаят Худаға тәәллуқ — асмандики Йерусалимға кәлдиңлар. У һейт-мәрикә хошаллиғиға чөмгән он миңлиған периштәләр жиғилған, 23исимлири асманда йезилған тунҗа туғулғанлар* җәм болидиған, пүтүн инсанларниң сорақчиси Худа бар болған, камаләткә йәткүзүлгән һәққаний кишиләрниң роһлири моҗут болған, 24Йеңи келишимниң васитичиси Әйса Мәсиһ һәм Униң сепилгән қени болған җайдур. Бу сепилгән қан Һабилниң қенидәк интиқам дәп һөкүрәп жиғлашниң орниға, гуналарни кәчүрдүм, дәп капаләт бериду.

25Силәргә буларни ейтқан Худадин йүз өрмәсликкә диққәт қилиңлар. Чүнки бу аләмдә өзлирини агаһландурғучи Муса пәйғәмбәрни рәт қилған исраиллар бундақ қилишниң җазасидин қутулал­миған йәрдә, асмандики бизни агаһландурғучини рәт қилсақ, у җазадин биз қандақ­му қутулалаймиз?! 26Худа Синай теғидин сөзлигәндә, Униң авази зимин­ни зил-зилигә кәлтүргән еди. Лекин әнди У: «Йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму зил-зилигә кәлтүримән», дәп вәдә қилди. 27«Йәнә бир қетим» дегән бу сөз зил-зилигә кәлтүрүлидиған­лар­ниң, йәни яритилған нәрсиләрниң зил-зилә билән йоқитилип, зил-зилигә кәлтүрү­лмәйдиғанларниң мәңгү сақлинишидин ибарәт мәнани билдүриду.

28Шуниң үчүн зил-зилигә кәлтүрүлмәйдиған бир падишалиққа муйәс­­сәр болғинимиздин миннәтдар болуп, Худани хурсән қилиди­ған һөрмәт вә әйминиш билән Худаға ибадәт қилайли. 29Чүнки Худайи­миз һәммини һалак қилалайдиған отқа охшайду.



*23. Тунҗа туғулғанлар — бу йәрдә һәзрити Әйсаға ишинип, Худаниң пәрзәнди дәп һесапланғанларни көрситиду.



 

13

Худани хуш қилиш

1Бир-бириңларға һемишәм қериндашларчә меһир-муһәббәт көрситиңлар. 2Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унту­маң­­лар. Чүнки бәзиләр меһмандостлуқ билән билмәстин периштә­ләрни меһман қилған. 3Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.

4Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җори­сиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду. 5Өзәңларни мал-дунияға урмаңлар. Бариға қанаәт қилиңлар. Тәвратта Худа мундақ дегән:

«Сәндин әсла айрилмаймән,

Сени әсла ташлимаймән».

6Шуңа Зәбурда йезилғандәк жүрәклик ейталаймизки:

«Қорқмаймән, Рәббим ярдәмчимдур.

Кишиләр мени немә қилалисун?»

7Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.

8Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә мәңгү өзгәрмәйду. 9Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.

10Бизләрниң шундақ бир қурванлиқ супимиз* барки, биз униң­дики гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқтин һөзүр­линә­ләймиз. Әйни чағда ибадәт чедирида хизмәттә болған роһанийлар болса гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқлардин һөзүрлинәл­мәтти.

11Бу гуналарни кәчүрүм қилишниң капалити сүпитидә өлтүрүл­гән һайванларниң қени баш роһаний тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кириләтти, тени болса қараргаһниң сиртида көйдүрүлиду. 12Шуңа Әйса Мәсиһму Өз қени билән хәлиқни пак қилип, Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди. 13Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип,* Униң йениға берип, У һақарәтләргә учриғинида бәрдашлиқ бәргинидәк, бизму һақарәт­ләргә бәрдашлиқ берәйли. 14Йәр-йүзидә мәңгү моҗут болидиған шәһиримиз йоқ. Биз кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз. 15Шу сәвәвидин һемишәм Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға мәдһийилиримизни қурванлиқ сүпитидә атайли, йәни өз ағзимиз билән Униң намини етирап қилайли. 16Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.

17Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.

18Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз. 19Йениң­­­ларға пат арида қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән.

Дуа

20Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа 21силәрни силәр еһтияҗ болған барлиқ яхши нәрсиләр билән тәминләп, Өз ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Әбәдил-әбәд шан-шәрәпкә лайиқ болған Әйса Мәсиһ арқилиқ силәрни Өзини хурсән қилидиған ишларни қилишқа йетәклигәй, амин!

Ахирқи сөз

22Қериндашлирим, силәрдин өтүнимәнки, бу қисқиғина хәттики несиһәтлиримни разимәнлик билән қобул қилғайсиләр. 23Қеринди­ши­миз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, униң билән биллә силәр­ни йоқлап баримән.

24Барлиқ йетәкчилириңлар вә башқа мәсиһийләргә салам ейтқай­си­ләр. Италиядин кәлгән қериндашлар силәргә салам йоллиди. 25Худаниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!



*10. Бу һәзрити Әйса инсанларниң гунайи үчүн миқлинип өлтүрүлгән чапрас яғачни көрситиду. Қурванлиқтин һөзүрлиниш болса Әйса Мәсиһ ата қилған йеңи һаяттин һөзүрлиниш демәктур.

*13. Қараргаһниң сиртиға чиқиш йәһудий диний әқидилиридин ваз кечишкә қаритилған болуп, бу бәкму һақарәтлик иш еди. Худди Әйса Мәсиһ Йерусалим шәһәр дәрвазисиниң сиртида миқланғанда һақарәткә қаримиғанға охшаш, китапханларму йәһудий диний әқидилиридин ваз кечиши түпәйлидин учрайдиған һақарәткә қаримай, Әйса Мәсиһкә йүзлиниши керәк.