Әфәсликләргә йезилған хәт 1 1Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин, Худаниң Әфәс шәһиридики муқәддәс хәлқи — Әйса Мәсиһниң садиқ әгәшкүчилиригә салам. 2Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай! Әйса Мәсиһ арқилиқ ата қилинған роһий бәхит 3Худаға, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисиға мәдһийиләр ейтилғай! Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бизгә асмандики барлиқ роһий бәхитни ата қилди. 4-5Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур. 6Шуңа Униң чоңқур меһир-шәпқитигә мәдһийиләр ейтимиз. Биз Худаниң сөйүмлүк Оғлиға мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бундақ наһайити зор меһир-шәпқәтни бизгә шәртсиз ата қилди. 7Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени гуналиримиз төләмигә төкүлгәчкә, биз гунаниң қуллуғидин әркин болдуқ. Гуналиримиз кәчүрүм қилинди. Бу Худаниң бизгә көрсәткән чоңқур меһир-шәпқити арқилиқ болди. 8Худа бизгә бу меһир-шәпқәтни чәксиз әқил-идрәк билән яғдуруп, 9бурун ашкарилимиған планини бизгә ашкарилиди. Худа хуш райи билән бу планниң Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини алдин-ала бәкитти. 10Худа буни Өзи бәлгүлигән вақти йетип кәлгәндә ишқа ашуруп, бу дуния вә у дуниядики пүткүл мәвҗудатни бирликтә Әйса Мәсиһниң башқурушиға қойиду. 11Һәммә иш Худаниң ирадиси бойичә орунлаштурулған болуп, биз мәсиһийләр Худаниң алдин-ала бәлгүлигән плани бойичә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәәллуқ болушқа талландуқ. 12Буниңдики мәхсәт, үмүтүмизни Әйса Мәсиһкә әң авал бағлиған бизләр арқилиқ шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур. 13Силәр йәһудий әмәсләрму һәқиқәтни, йәни өзәңларниң қутқузулушуңлар тоғрисидики Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәндиңлар һәм вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән тамғиландиңлар. Бу Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң бәлгүсидур. 14Худаға тәәллуқ болған биз һәммимиз таки үзүл-кесил қутқузулғичә, қәлбимиздики Муқәддәс Роһ Худа бизгә вәдә қилған мирасқа еришишимизгә капаләтлик қилиду. Буниңдики мәхсәт, шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур. Павлусниң мәсиһийләр үчүн қилған дуаси 15-16Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиңларни вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә болған меһир-муһәббитиңларни аңлиғинимдин бу ян, мән дуалиримда давамлиқ силәр үчүн Худаға шүкүр ейтип, силәрни һемишәм әслимәктимән. 17Мән шундақ дуа қилимәнки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худа Атиси, йәни шану-шәвкәтлик Худа Атимиз Муқәддәс Роһ арқилиқ силәргә даналиқ вә чоңқур чүшәнчә ата қилип, Өзини техиму тонутқай! 18Қәлбиңлар рошән болуп, Худаниң бизни қандақ үмүткә чақирғанлиғини вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә вәдә қилған мирасниң қанчилик мол вә шанлиқ екәнлигини чүшәнгәйсиләр. 19-20Шундақла Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләр үчүн Худаниң күч-қудритиниң нәқәдәр қудрәтликлигиниму чүшәнгәйсиләр. Бу дәл Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, асманда Өзиниң оң тәрипигә олтарғузғанда намайән қилған бүйүк күч-қудрәттур. 21Худа Әйса Мәсиһни пәқәт бу дуниядила әмәс, бәлки у дуниядиму барлиқ һөкүмранлар, һоқуқдарлар, яман күчләр, мәнсәпдарлар вә тилға алғили болидиғанла әмәлләрниң үстигә чиқарди. 22Худа каинаттики барлиқ мәвҗудатни Әйса Мәсиһниң айиғи астида тиз пүктүрүп, мәсиһийләр җамаити үчүн Уни барлиқ мәвҗудатқа баш қилип бәрди. 23Мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһниң тени болуп, бу тән У тәрипидин толуқлинип туриду. Әйса Мәсиһниң Өзи пүткүл каинатниң һәр җәһәттин толуқлиғучисидур. 2 Өлүмдин һаятлиққа 1Силәр бурун Худаға бойсунмай, гуна ичидә яшиғанлиғиңлар сәвәвидин роһий җәһәттә өлүк едиңлар. 2У чағларда силәр бу дунияниң яман йоллирида маңған едиңлар, яман роһларниң һөкүмрани болған һәм кишиләрни Худаға бойсунмаслиққа аздуридиған шәйтанға бойсунуп яшидиңлар. 3Бурун һәммимиз һәм шундақ яшиған едуқ. Өз гунакар тәбиитимизниң арзу-һәвәслиригә берилип, шәхсийәтчиликкә толған ой-хияллиримиз бойичә яшаттуқ. Шуңа бизму Худаниң җазасиға учрашқа лайиқ едуқ. 4Лекин интайин рәһим-шәпқәтлик болған Худа бизни шу қәдәр сөйгәчкә, 5гәрчә биз гуналиримиз түпәйлидин роһий җәһәттә өлгән болсақму, Худа бизни Әйса Мәсиһкә бағлиған һалда йеңи һаятқа ериштүрди. Есиңларда болсунки, силәр пәқәт Униң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. 6Биз Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғимиз үчүн, Худа бизниму Униң билән биллә тирилдүрүп, бизгә асмандики тәхттә Униң билән биллә олтириш һоқуқини бәрди. 7Худаниң бундақ қилиштики мәхсити шуки, Худа Өзи Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған меһир-шәпқәтниң тәңдашсиз екәнлигини әбәдил-әбәт көрситиштур. 8Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур. 9Силәр һәргизму яхши әмәлләр билән қутқузулмидиңлар, шуңа силәрниң махтинишқа һәққиңлар йоқ. 10Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ. Әйса Мәсиһ арқилиқ бир тән болуш 11Есиңларда болсунки, туғулушуңлардин йәһудий әмәс силәр өз хәтнисидин пәхирлинидиған йәһудийлар тәрипидин «хәтнә қилинмиғанлар», дәп камситилдиңлар. Һалбуки, уларниң хәтниси пәқәт җисманий җәһәттики хәтнидур. 12У чағларда силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәс едиңлар, шундақла Худаниң хәлқи болған исраиллар қатаридиму әмәс едиңлар, Худа Өз хәлқигә вәдә қилған келишимниң сиртида тураттиңлар һәм Худани тонумай, үмүтсиз яшаттиңлар. 13Силәр шу чағларда Худадин жирақ болсаңларму, лекин һазир Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени билән Худаға йеқинлаштурулдуңлар. 14Әйса Мәсиһ биз йәһудийлар билән силәр йәһудий әмәсләрни инақлаштурушниң мәнбәси. У бизләрни бирләштүрүп, бир-биримизни айривәткән дүшмәнлик тосуқни бузуп ташлиди. 15Әйса Мәсиһ Өзиниң тенини қурван қилиш арқилиқ йәһудий әмәсләрни чәткә қақидиған Тәврат қануни вә униң әмир-пәрманлирини күчидин қалдурди. Буниңдики мәхсәт, йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни Өзигә мәнсүп болған йеңи инсан қилип чиқиш вә уларни инақлаштуруштур. 16У чапрас яғачқа миқлинип қурван болуш арқилиқ бир тән қилип бирләштүрүлгән икки тәрәп арисидики дүшмәнликни йоқитип, уларни Худа билән яраштурди. 17Әйса Мәсиһ Худадин жирақ болған силәр билән Худаға йеқин болған биз йәһудийларға инақлиқ тоғрисидики Хуш Хәвәрни елип кәлди. 18Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз. 19Шуниң үчүн силәр йәһудий әмәсләр әнди ят вә яқа жутлуқлардин әмәс, бәлки Худаниң муқәддәс хәлқи билән биргә Худа Падишалиғиниң пухралиридин, шундақла Худа аилисиниң әзалиридин болуңлар. 20Һәммимиз Худа селиватқан бена болуп, әлчиләр билән пәйғәмбәрләр бу бенаниң асаси, Әйса Мәсиһ болса униң һул Тешидур. 21Әйса Мәсиһ арқилиқ биз Рәббимизгә беғишланған муқәддәс ибадәтхана болуш үчүн бирләштүрүлүп өсмәктимиз. 22Әйса Мәсиһ арқилиқ силәр йәһудий әмәсләрму биз йәһудий мәсиһийләр билән бирликтә Худа Өз Роһи арқилиқ яшайдиған ибадәтхана қилип селиниватисиләр. 3 Павлусниң йәһудий әмәсләр арисидики хизмити 1Шуңлашқа мәнки Павлус һәр дайим силәргә дуа қилмақтимән. Мән силәр йәһудий әмәсләргә Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигим үчүн мәһбус болдум. 2Силәр билисиләр, Худа маңа илтипат көрситип, бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүш вәзиписини ата қилди. 3Худа бурун ашкарилимиған планини, йәни Әйса Мәсиһ тоғрисидики сирни аян арқилиқ маңа ашкарилиди. Мән бу тоғрилиқ мошу хетимниң алдинқи қисмида қисқичә баян қилдим. 4Силәр бу хетимни оқуғиниңларда, мениң бу сир тоғрилиқ немиләрни билгәнлигимни чүшинивалалайсиләр. 5Илгири Худа бу сирни инсанларға аян қилмиған еди, амма һазир болса, бу сирни Муқәддәс Роһ арқилиқ Өзи таллиған әлчиләргә вә пәйғәмбәрләргә аян қилди. 6Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду. 7Мән Худаниң меһир-шәпқити вә күч-қудрити билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзидиған хизмәткар болдум. 8Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди. 9Пүткүл мәвҗудатни яратқан Худа йәнә бурундин тартип ашкарилимиған бу планиниң қандақ әмәлгә ашурулғанлиғини барлиқ инсанларға чүшәндүрүш вәзиписини маңа бәрди. 10Худаниң мәхсити, бүгүнки күндә йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрдин шәкилләнгән мәсиһийләр җамаити арқилиқ көп тәрәплик даналиғини асмандики һөкүмран вә һоқуқдар болған периштәләргә билдүрүштин ибарәт. 11Бу Худаниң дуния яритилиштин илгири планлиған вә һазир Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурған ирадисигә уйғундур. 12Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз һәм Униңға ишәнгәнлигимиздин жүригимиз тоқ һалда ишәнч билән Худаниң алдиға баралаймиз. 13Шуңа мениң силәр үчүн тартқан азап-оқубәтлиримдин роһсизлинип кәтмәй, әксичә буниңдин пәхирлинишиңларни өтүнимән. Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббити 14-15Худаниң ушбу планини көз алдимға кәлтүрсәм, асмандики вә йәр йүзидики пүткүл мәвҗудатларни яратқан Худа Атимизға тизлинип дуа қилимәнки, 16Худа Өзиниң улуқлуғиниң чәксизлигидин силәргә қудрәт берип, Муқәддәс Роһ арқилиқ силәрни ич-ичиңлардин күчләндүргәй. 17Шундақ қилип, Әйса Мәсиһ ишәнчиңлар арқилиқ һәр дайим қәлбиңларда болғай, һаятиңлар Худаниң меһир-муһәббитидә йилтиз тартип, мустәһкәмләнгәй. 18-19Бу арқилиқ силәр Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббитиниң нәқәдәр мол, зор, чоңқур вә чәксиз екәнлигини чүшинәләйсиләр. Гәрчә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббити инсан тәсәввуридин һәссиләп һалқип кәткән болсиму, силәр буни тонуп йәткәйсиләр. Шундақ болғанда, силәр Худаниң мол камалити билән толтурулисиләр. 20Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! У һаятимизда намайән болуватқан улуқ күч-қудрити арқилиқ барлиқ тилигимиз вә ойлиғинимиздинму көп ишларни қилалайду. 21Барлиқ шан-шәрәп мәсиһийләр җамаити вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин! 4 Мәсиһийләр җамаитиниң бирлиги 1Шу сәвәпләрдин Рәббимизгә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мән силәрдин Худаниң чақириғиға мунасип яшишиңларни өтүнүп сораймән. 2Силәр һемишәм кәмтар, мулайим, сәвирчан болуп, меһир-муһәббитиңлар билән бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар. 3Бир-бириңлар билән инақ өтүш арқилиқ Муқәддәс Роһниң мәсиһийләргә бәргән бирлигини сақлашқа тиришиңлар. 4Биз һәммимиз бир тәнниң әзалири, қәлбимиздики Муқәддәс Роһму бир. Шуниңға охшаш, Худа бизни чақирғанда, бизгә бәргән үмүтиму бирдур. 5Рәббимиз бир, ишәнчимизму бир болуп, охшаш бир чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ. 6Һәммимизниң Атиси болған Худа бирдур. У һәммимиздин үстүн туриду, һәммимиз арқилиқ Өз ирадисини иҗра қилиду, шундақла һәммимизниң қәлбидидур. 7Әйса Мәсиһ мәртлик билән һәр биримизгә илтипат көрситип, һәдийәләрни ата қилди. 8Бу тоғрилиқ Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «У асманға чиққанда, Нурғунлиған әсирләрни йетәклиди. Инсанларға һәдийәләрни ата қилди». 9Бу йәрдики «чиққанда» дегән сөз Әйса Мәсиһниң авал төвәнгә — йәр-йүзигә чүшкәнлигини билдүриду. 10Йәргә чүшкәнму У, асманға чиққанму У. Буниңдики мәхсәт, Өз һөкүмранлиғини пүткүл каинатқа орнитиштур. 11Әйса Мәсиһ Өзи мәсиһийләр җамаитигә илтипат қилип, бәзиләрни әлчи, бәзиләрни пәйғәмбәр, бәзиләрни Хуш Хәвәр йәткүзгүчи, йәнә бәзиләрни җамаәт җавапкәри вә тәлим бәргүчи қилди. 12Уларниң вәзиписи Худаниң муқәддәс хәлқини Худаниң хизмитини қилишқа вә Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаитини мустәһкәмләшкә тәрбийиләштин ибарәт. 13Бу вәзипә таки бизниң Худа Оғлиға ишиништә бирдәк болуп, Уни чоңқур тонушимиз һәм ишәнч җәһәттә өсүп йетилип, Әйса Мәсиһкә охшаш болушимизға қәдәр давамлишиду. 14Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлиматларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз. 15Әксичә меһир-муһәббәт билән Худаниң һәқиқитини сөзләп, тәнниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болған Әйса Мәсиһкә һәр қайси җәһәттә охшаш болуп өсүп йетилимиз. 16Әйса Мәсиһниң йетәкчилигидә мәсиһийләр җамаитиниң һәр қайси әзалири зич маслишип, өзлириниң җарий қилишқа тегишлик рольлирини толуқ җарий қилдурғанда, мәсиһийләр җамаити меһир-муһәббәт ичидә сағлам өсүп йетилиду. Әйса Мәсиһкә бағланған йеңи һаят 17Рәббимизниң нами билән агаһландуримәнки, әнди Худаға ишәнмәйдиғанлардәк әрзимәс ой-пикирләр бойичә яшимаңлар. 18Улар Худаға тәрсалиқ қилип, Худа һәққидә билимсиз қалди. Нәтиҗидә қәлби қараңғулуқта қелип, Худа ата қилған һаятлиқтин мәһрум қалди. 19Улар һар-номусни унтуп, шәһванийлиққа берилип, ачкөзлүк билән һәр хил напаклиқларни қилиду. 20Лекин бурун үгәнгиниңлардәк бундақ яшаш Әйса Мәсиһниң тәлимлиригә мас кәлмәйду. 21Силәр Әйса Мәсиһ тоғрисида җәзмән аңлидиңлар һәм Униң тәлимлириниму қобул қилдиңлар. Чүнки һәқиқәт Әйса Мәсиһтидур. 22Ундақта, худди кона кийимиңларни ташлавәткәндәк, бурунқи яман турмуш адәтлириңларни кона тәбиитиңлар билән биргә ташлаветиңлар. Чүнки у тәбиәт силәрни аздуридиған яман һәвәсләр билән чирип кәткән. 23Роһуңлар вә ой-пикриңларму йеңилансун. 24Йеңи тәбиәтни өзәңларға өзләштүрүңлар. Бу йеңи тәбиәт Худаниң тәбиитигә мас болуп, у һәққанийлиқ вә һәқиқий паклиқта ипадилиниду. 25Шуниң үчүн ялғанчилиқни ташлап, бир-бириңларға раст гәп қилиңлар. Чүнки һәммимиз бир тәнниң әзалиримиз. 26Әгәр аччиқлансаңлар, аччиғиңлар силәрни гунаға башлимисун. Аччиғиңлардин қайтмай, күнму петип кәтмисун. 27Шундақ қилип, шәйтанға пурсәт бәрмәңлар. 28Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун. Әксичә икки билигигә тайинип садақәтмәнлик билән ишлисун. Тапқинидин һаҗәтмәнләргә бөлүп бәрсун. 29Ағзиңлардин һәргиз яман сөзләр чиқмисун. Аңлиғучиларниң еһтияҗиға қарап, уларға пайдилиқ болсун дәп, меһир-шәпқәтлик сөзләрни қилиңлар. 30Худаниң Муқәддәс Роһини қайғуға салмаңлар. Чүнки Муқәддәс Роһ болса силәрниң Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң тамғиси болуп, үзүл-кесил қутқузулидиған күнүңларниң йетип келидиғанлиғиға капаләтлик қилиду. 31Барлиқ адавәт тутуш, аччиқлиниш, ғәзәплиниш, җедәллишиш, төһмәт қилиштин ибарәт илләтләрдин вә һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар. 32Бир-бириңларға меһриван, мулайим болуңлар. Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүргинидәк, силәрму бир-бириңларни кәчүрүңлар. 5 Худаниң йоруқлуғида яшаңлар 1Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлири болған екәнсиләр, Худани үлгә қилиңлар. 2Әйса Мәсиһ бизгә меһир-муһәббәт көрситип, биз үчүн Өзини пида қилғандәк, силәрму һаятиңларда бир-бириңларға шундақ меһир-муһәббәт көрситиңлар. Униң биз үчүн Өз җенини пида қилиши худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурванлиққа охшаш Худани хурсән қилди. 3Араңларда җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә қәтъий йол қоюлмисун. Чүнки бундақ ишлар Худаниң муқәддәс хәлқигә мас кәлмәйду. 4Шундақла шәһваний вә әхмиқанә сөзләш, тетиқсиз чақчақ қилиш силәргә яттур. Ундақ қилишниң орниға Худаға шүкүр ейтиңлар. 5Чүнки шуни ениқ билиңларки, җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә берилгән һәр қандақ адәмгә Әйса Мәсиһниң вә Худаниң Падишалиғида орун йоқ. Ачкөзлүккә берилгән адәм Худаға ибадәт қилишниң орниға мал-мүлүккә ибадәт қилидудә, бутпәрәсләрдин пәриқләнмәйду. 6Бундақ ишларға банә көрситәләйдиғанлар ялған-явдақ сөзлири билән силәрни алдап кәтмисун. Чүнки Худаниң ғәзиви бундақ ишларни қилип, Худаға бойсунмиғанларниң үстигә чүшиду. 7Шуниң үчүн бундақларниң қилмишлириға шерик болмаңлар. 8Бурун силәр қараңғулуқта едиңлар. Лекин һазир Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, йоруқлуққа чөмдүңлар. Шуңа сөз-һәрикитиңлар чоқум йоруқлуқтики адәмләрниңкидәк болсун. 9Бу йоруқлуқ һаятиңларда яхшилиқ, адиллиқ вә һәқиқәттин ибарәт мол мевиләрни бериду. 10Неминиң Рәббимизни хурсән қилидиғанлиғини билишкә тиришиңлар. 11Кишиләрниң қараңғулуқта қилған әһмийәтсиз яман ишлириға шерик болмаңлар. Әксичә у ишларни паш қилиңлар. 12Уларниң йошурун қилған шумлуқлирини тилға елишму номустур. 13Нур уларға чүшкәндә, уларниң шумлуқлирини ашкарә қилиду. 14Чүнки һәммә нәрсини ашкарилайдиғини нурдур. Шуңа мундақ дейилиду: «Ойған, әй ухлаватқан инсан, Тирил роһий өлүмдин. Әйса Мәсиһ саңа нур чачар!» 15Шуниң үчүн сөз-һәрикитиңларға еһтият қилиңлар. Билимсиз наданлардәк әмәс, данишмәнләрдәк яшаңлар. 16Хәйирлик ишларни қилиш пурситини қолдин бәрмәңлар. Чүнки яшаватқан бу дәвримиз яман дәвирдур. 17Шуңа әқилсиз болмаңлар, бәлки Рәббимизниң ирадисини чүшинишкә тиришиңлар. 18Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчилигидә болуңлар. 19Силәрниң араңларда Зәбур мунаҗәтлири, Худани мәдһийиләйдиған вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән нахшилар яңрисун. Қәлбиңларда бу нәғмә садалири яңриғандәк, чин қәлбиңлардин Рәббимизни мәдһийиләңлар. 20Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар. Әр-аяллиқ мунасивәт 21Әйса Мәсиһкә чоңқур һөрмитиңлар бар болғанлиқтин, бир-бириңларға бойсунуңлар. 22Әй аяллар, Рәббимизгә бойсунғиниңлардәк, әрлириңларға бойсунуңлар. 23Худди мәсиһийләр җамаитиниң Қутқазғучиси болған Әйса Мәсиһ Өз тениниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болғинидәк, әрму өз аялиниң бешидур. 24Худди мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһкә бойсунғинидәк, аялларму һәр қандақ ишта өз әрлиригә бойсунсун. 25Әй әрләр, Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаитини қандақ сөйүп, униң үчүн Өзини қандақ қурван қилған болса, силәрму аяллириңларни шундақ сөйүңлар. 26Әйса Мәсиһниң Өзини қурван қилиштики мәхсити, мәсиһийләр җамаитини Худаниң сөзи вә су билән жуюш* арқилиқ гуналиридин пак қилиштур. 27Униң бундақ қилиши мәсиһийләр җамаитини һәр қандақ илләт, гуна вә камчилиқлардин хали қилип, Уни шан-шәрәплик һалда Өз алдиға худди тойда көчүрүлүшкә тәйярланған гөзәл қиздәк пак вә әйипсиз елип келиш үчүндур. 28Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаитини шундақ сөйгән екән, әрләрму өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк. Аялини сөйгән киши өзини сөйгән билән баравәр. 29Һеч ким һеч қачан өз тенидин нәпрәтләнмәйду. Әксичә өз тенини асрайду вә униңға көйүниду. Бу худди Әйса Мәсиһниң Өз тени болған мәсиһийләр җамаитини асрап, униңға көйүнгәнлигигә охшайду. 30Биз Әйса Мәсиһниң тениниң әзалиримиз. 31Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Адәмниң ата-анисидин айрилип,* аяли билән бирлишип, иккисиниң бир тән болуши әйнә, шу сәвәптиндур». 32Бу интайин муһим бир сирдур. Мән бу сөзләрни Әйса Мәсиһ билән мәсиһийләр җамаитиниң зич мунасивитини көздә тутуп ейттим. 33Йәнә бир қетим шуни тәкитләймәнки, һәммиңлар аялиңларни өзәңларни сөйгәндәк сөйүңлар, аялларму әрлирини һөрмәтлисун. *26. Бу йәрдики «су билән жуюш» мәсиһийләрниң паклинишини яки чөмүлдүрүш рәсмийитини көрситиши мүмкин. *31. Адәмниң ата-анисиниң башқуруш даирисидин әркин болуши, дегән чүшәнчини бериду.
6 Ата-ана вә пәрзәнтлик мунасивәт 1Әй балилар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Бу силәрниң борчуңлардур. 2Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән «Ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризни ада қилиңлар. Бу Худаниң бир вәдә билән бағлап бәргән дәсләпки пәрзидур. 3Бу вәдә шуки, униңға әмәл қилсаңлар, «бәхитлик болисиләр вә бу дунияда узун өмүр сүрисиләр». 4Әй атилар, пәрзәнтлириңларниң аччиғини кәлтүрүп, өчмәнлик пәйда қилмаңлар. Уларни Рәббимизниң тәлими бойичә тәрбийиләңлар. Ғоҗайин вә қул оттурисидики мунасивәт 5Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға худди Әйса Мәсиһкә бойсунғандәк чоңқур һөрмәт вә чин қәлб билән бойсунуңлар. 6Ғоҗайиниңларни хурсән қилиш үчүн, пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм уларға хизмәт қилиңлар. Чүнки силәр Әйса Мәсиһниң хизмәткари болуш сүпитиңлар билән Худаниң ирадисигә чин дилиңлардин әмәл қилишиңлар керәк. 7Ғоҗайиниңларға разимәнлик билән хизмәт қилиңлар. Уни адәмләр үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар. 8Есиңларда тутуңларки, мәйли қул яки әркин адәм болсун, Рәббимиз һәр кимниң қилған һәр бир яхшилиғини қайтуриду. 9Әй ғоҗайинлар, силәрму қуллириңларға яхши муамилә қилиңлар. Уларға қорқутуш арқилиқ бесим салмаңлар. Чүнки асмандики Худа силәрниң, шундақла уларниңму ғоҗайини екәнлигини билисиләр. Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду. Худа ата қилған қоғдиниш қураллири 10Ахирида мән силәрниң Рәббимизгә вә Униң зор қудритигә тайинип, күчлүк болушуңларни тиләймән. 11Шәйтанниң һейлә-микирлиригә тақабил туруш үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән қураллиниңлар. 12Чүнки биз инсанларға әмәс, бәлки яман роһий күчләр дуниясидики һөкүмранларға, һоқуқдарларға, бу қараңғу дунияниң көрүнмәс күчлиригә вә башқа яман роһий күчләргә қарши җәң қиливатимиз. 13Мүшкүл күнләрдә дүшмәнниң һуҗумиға тақабил туралишиңлар һәм җәңдин кейинму қәддиңларни руслап туралишиңлар үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән толуқ қураллиниңлар. 14Бу җәңдә пут тирәп туралишиңлар үчүн, белиңларға һәқиқәт бәлбеғини, көксүңларға һәққанийлиқ савутини тақаңлар. 15Худаниң инсанларни Өзи билән яраштуруш тоғрисидики Хуш Хәвәр чоруғини кийип, тәйяр туруңлар. 16Мана буларға қошуп, шәйтанниң барлиқ от туташтурулған оқлирини тосап қалалайдиған ишәнч қалқинини қолуңларға елиңлар. 17Худа ата қилған қутқузулуш дубулғисини кийиңлар вә Муқәддәс Роһ қиличи, йәни Худаниң сөзини мәккәм тутуңлар. 18Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар. 19Мән үчүнму дуа қилиңлар. Хуш Хәвәрниң сирини жүрәклик йәткүзүшүм үчүн, Худа маңа тоғра сөзләрни бәргәй. 20Мән бу Хуш Хәвәрни тарқитиш сәвәвидин кишәнләнгән әлчимән. Мениң Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзүшүм үчүн дуа қилғайсиләр. Чүнки бу мениң қилишқа тегишлик ишимдур. Салам вә тиләкләр 21-22Силәрниң мениң әһвалимни вә немә қиливатқанлиғимни билишиңлар үчүн, қәдирлик қериндишимиз һәм Рәббимизниң садиқ хизмәткари болған Тикикусни алдиңларға әвәтимән. У силәргә әһвалимизни йәткүзүп, силәрни илһамландуриду. 23Худа Атимиздин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин силәргә аманлиқ, меһир-муһәббәт вә ишәнч тиләймән. 24Рәббимиз Әйса Мәсиһни өчмәс меһир-муһәббәт билән сөйгүчиләрниң һәммисигә Худаниң меһир-шәпқити яр болғай! |
||||||||