Әфәсликләргә йезилған хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Ушбу хәтниң муәллипи әлчи Павлус болуп, у бу хәтни түрмидики вақтида Әфәс шәһиридики мәсиһийләргә язған. Әфәс шәһири әйни вақиттики Асия өлкисиниң (бүгүнки Түркияда) мәркизи еди. Павлус бу шәһәрдә Хуш Хәвәр йәткүзүш вә тәлим бериш хизмити билән икки жилдин артуқ турған (Әлчиләр 19:10)

.
Муәллип бу хетидә бирәр алаһидә хата тәлим үстидә әмәс, бәлки Худаниң меһир-шәпқити үстидә тохтилип, Худаниң инсанларға ашкарилиған планини толуқ чүшәндүргән. Муәллип биринчи бапта бу планниң нишани, йәни Худаниң вақит-саати кәлгәндә пүткүл мәвҗу-датларни бирликтә Әйса Мәсиһниң башқурушиға қоюдиғанлиғини тәкитлигән. Шуниң билән биллә, инсанларниң гуналириниң Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүрүм қилинидиғанлиғини һәм кәчүрүм қилинған адәмләрниң қәлбидики Муқәддәс Роһ уларниң кәлгүсидики үзүл-кесил қутқузулушиға капаләт беридиғанлиғини көрсәткән.
У йәнә мәсиһийләрни өзлириниң Худаниң пәрзәнтлири екәнлигини һәм җамаәтниң бирлиги вә меһир-муһәббити арқилиқ Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғини өз һаятида әкис әттүрүшкә чақирған.
Павлус мәсиһийләр җамаитини бир тәнгә, бир имарәткә вә бир аялға охшатса, һәзрити Әйсани бу тәнниң бешиға, бу имарәтниң һулиға вә бу аялниң йолдишиға охшитиш арқилиқ мәсиһийләр җамаити билән һәзрити Әйса оттурисидики алаһидә мунасивәтни чүшәндүргән.

Тезис:

1. Салам (1-бап 1-2-айәтләр)

2. Худаниң плани вә мәсиһийләрниң қутқузулуши (1-бап 3-айәттин 2-бапқичә)

3. Павлусниң хизмити вә дуаси (3-бап)

4. Мәсиһийләр җамаитиниң бирлиги (4-бап 1-16-айәтләр)

5. Мәсиһийләрниң Худаниң күткинидәк яшиши (4-бап 17-айәттин 6-бап 9-айәткичә)

6. Мәсиһийләргә берилгән қоғдиниш қураллири (6-бап 10-24-айәтләр)